Абдуләзиз мәхсум һәққидә вә роза һейтлиқ саламлар
2011.08.27
Безиләр пәрзәнтлиригә һүнәр – сәнитини мирас қалдурса, безиләр мал – байлиқини, йәнә безиләр әмәл – мәнсипини мирас қалдуруп кетиду. Әмма шундақ кишиләрму бар икәнки, улар пәрзәнтлиригә өзиниң һәққанийәт йолидики күрәш еңини, дүшмәнгә боюн әгмәй, хәлқни зулмәт – асарәттин қутулдуруш идийисини, вәтән – хәлқ үчүн өмүрвайәт хизмәт қилиш пикрини мирас қалдуруп кетиду.
Алдинқи һәптилик программимизда әнә шундақ хәлқ оғланлириниң пешваси, қәлби һөрлүккә тәшна кишиләрниң йолбашчиси, зулмәттә адашқанларниң нурлуқ мәшили, мәрипәтчи устаз абдуқадир дамолламни тонуштуруп өткәнидуқ. Бүгүнки программимизда, 1924 – йили җаһаләтниң һамийлири тәрипидин аяғ асти қилинмақчи болған ата мирас инқилаб байриқини өз қолиға елип, залим явға қарши тохтавсиз күрәш елип барған вә вәтән – хәлқниң һөрлүкигә интилгән һәққанийәт тәрәпдарлириға рәһбәрлик қилип, пүтүн өмрини өзиниң муқәддәс еңи үчүн атиған, мәшһур вәтәнпәрвәр шаир, җамаәт әрбаби абдуләзиз мәхсум вә униң бир қисим әсәрлирини тонуштуруп өтимиз.
Һәқиқәт
Һәқни дост тутқай җаһанда, әқли бар һәрбир киши,
Һәқ үчүн қилмақ күрәш, чин әһли виҗданниң иши.
Һәқ билән наһәқни аҗратмаққа даналиқ керәк,
Ким уни аҗратмиса, йоқтур униң әқли-һоши.
Бир мисал барки һәқиқәт егилур сунмас дегән,
Сундурушни ойлиған әхмәқләрниң ухлап чүши.
Ким һәқиқәтни өзигә қилмиса ян қорал,
Кәтмигәй униң бешидин наһәқиқәтниң муши.
Ақивәт мундақ киши пушайман отида өртүнүп,
Қорилур өзиниң йеғи бирлә һаман өзиниң гөши.
Кимки яшлиқ өмрини өткүзсә пушмансиз әгәр,
Җан чиқар һаләттиму, һәмраһ болур көңүл хуши.
1978-Йил
Роза һейтлиқ саламлар
Биз һазир 11 айниң султани дәп аталған мубарәк рамзан ейини түгитип, роза һейтниң һарписида туруватимиз. Бу күнләрдә, қәлбимиздин урғуп чиққан қайнақ һессиятимизни ипадиләп беришкә тил аҗизлиқ қилиду – әлвәттә. Чүнки һейт---хушаллиқ вә тәнтәнә күни. Һейт---һес – туйғулар җуш уруп, иззәт – еһрам, һөрмәт – илтипат әвҗигә чиқидиған күн.
Шундақла, һейт-өз ара ярдәмлишиш, йоқлишиш вә әплишиш үчүн әң чоң пурсәт күни.
Әмди мушу хасийәтлик күнләрниң қачан, қандақ башланғанлиқи, мусулманларға нисбәтән немә үчүн бунчивала әһмийәтлик күнләр икәнлики вә мусулманларниң бу күнләргә қандақ тәйярлиқ көрүши керәклики һәққидә қисқичә чүшәнчә бериш үчүн, түркийидә яшаватқан яш диний зиялийлиримиздин мөминҗан билән елип берилған сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз.
Әзиз радио аңлиғучилиримиз! юқирида ейтип өткинимиздәк, һейт-тәнтәнә вә хушаллиқ күни. Пүтүн ислам алими бәхт – саадәткә чөмидиған, барчә мусулман башқичә һаяҗанға чөмүп, һес – туйғулири ипадиләп бәргүсиз дәриҗидә җуш уридиған күн. Дост – бурадәрләр, яр – ярәнләр бир йәргә җәм болуп, бу күнниң шәрипигә тәнтәнә қилидиған күн. Лекин һәр ишниң йоли, қаидиси болғандәк, һейт – айәм өткүзүшниңму өзигә чушлуқ қаидә – йосунлири, қилишқа болидиған вә болмайдиған тәрәплири, рухсәт вә чәклимилири болиду – әлвәттә. Чекидин ашуруветилгән һәрқандақ ишниң инсанни бала – қазаға учриши яки һәсрәт – надамәткә қелиши муқәррәр.
Ундақта, мусулманлар һейт – айәмни қандақ өткүзүши керәк, немиләргә диққәт қилиши, қандақ ишларни қилмаслиқи лазим? мана бу соалларниң җавабини түркийидә яшаватқан яш диний зиялийлиримиздин абдулварис қарим билән елип берилған сөһбәт арқилиқ еришкәймиз.
Вәтән сөйгүси
Абдулезиз мәхсум
Җигәр парә, йүрәк ярә, сиқилса тән ара җаним,
Вәтән дәрди ғеми милләт билән өлсәм йоқтур арминим.
Вәтән дәп, дину милләт дәп, бешимға һәр бала кәлсә,
Биләрмән бәхту иқбалим, шәрәплик пәхру унваним.
Дәриха, вәтинимни ғәйриләр зорлап бесип алғач,
Йүрәк бағрим көйүп, қаним қизип, қайнайду виҗданим.
Бүйүк тарих, азад миллитим қуллуққа айланғач,
Пәқәт тақәт қилалмай өртинип янмақта һәряним.
Қейип башим, еқип яшим, чүшүп роһум, сунуп көңлүм,
Орап ғәм-қайғу һалимни йетишмәй чарә дәрманим.
Езилдим, биқарар өлдүм вә лекин болмидим наүмид,
Сәвәб ким вақитликтур бу езилгән, бу сиқилғаним.
Нишанәмгә еришмәккә ишәнчим зор, толуқ чүнки,
Дегәч һөрлүк үчүн қандаш-тиләкдашлар пида җаним.
Тур әй түрк оғли бу ар-номусни көтүрмәстин,
Тениң ирғат, көзүң ач, баш көтүр әвлади тураним.
Оғузхан чоң бабам апрасияп, атилла, буғралар,
Бүйүк көк туғлирин дәп көккә йәтти аһ тартқаним.
Бүйүк алтун, күмүш орда қурулған чағда шул туғни,
Қучақлап турғинимда ақса арман йоқ қизил қаним.
Сақал-сачим қизил қанға боялмастин қаза қилсам,
Юмулмастин көзүм, дилда қалур һәсрәт вә арминим.
Еришмәк әркин-азадлиққа һәққаний күрәш бирлә,
Асарәттин вәтән-милләтни қутқузмақ мениң шаним.
Улуғ тәңрим бүйүк туранимиз әслигә кәлтүр,
Еқит әсли еқинда суни пәзлиң бирлә рәһманим.
Тиләк арманлирим вәтән-милләткә әркин-азадлиқ,
Саңа рошән мениң милләт-вәтән дәп зарланғаним.
Һәбибиң һөрмити, ярәб иҗабәт қил дуайимни,
Маңа рәһмәт әйләбан һәр мушкүлүмни әйлә асаним.
Вәтән сөймәк һәқиқий дини исламниң шуаридур,
“әзизи” шудур һуббул вәтән тарихи иманим.