Қәһриман ғоҗамбәрди: 'қазақистанда хитайға ишәнмәслик, хитайдин агаһ болуш дәйдиған аң мәвҗут'

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр һазир қазақистанниң матибулақ һәрбий маневир мәйданида маневир өткүзүватиду. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, һазир қазақистанда туруватқан қәһриман ғоҗамбәрди хитай қисимлириниң қазақистан земиниға киргүзүлүшини, қазақистан рәһбәрлириниң хаталиқи дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз вәли
2010.09.14
Shang-xey-6-September-2010-Hebi-meshiq-305 Сүрәт, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң қазақистанниң матибулақ һәрбий маневир мәйданида маневир өткүзүватқан көрүнүшлиридин бири.
http://en.rian.ru Дин елинди.

Шаңхәй радио истансиси вә шаңхәй шәрқ учур гуруһиниң SMG дәп атилидиған тор гезитидә баян қилинишичә, Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң қораллиқ күчлири Бирликтә өткүзгән террорлуққа қарши һәрбий маневир 13 ‏- сентәбир күни қазақистанда башланған.

Бу, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң тунҗи қетим қазақистан земинида һәрбий маневир өткүзүши болуп һесаблиниду. Хитай һәрбий қисимлириниңму узун тарихтин буян тунҗи қетим қазақистан земиниға кириши болуп һесаблиниду.

Хәвәрдә ейтилишичә, һазир қазақистанниң матибулақ һәрбий маневир мәйданида өткүзүлүватқан "тинчлиқ бурчи 2010 " дәп аталған бу маневир, "һазир вә буниңдин кейинки бир мәзгил ичидә террорлуқ вә бөлгүнчилик йәнила мушу районниң муқимлиқиға вә дуня тинчлиқиға нисбәтән асаси хәвп. Бу бир мәзгил ичидә үч хил күчләргә қарши туруш шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң муһим бурчи" дегән чүшәнчигә асасән уюштурулған.

Шинхуа агентлиқиниң "шинҗаң хәвәр тори" да баян қилишичә, бу маневирниң қоманданлиқ штаби һазир қазақистан, хитай, қирғизистан, русийә вә таҗикистандин ибарәт бәш дөләт қисимлирини "үч хил күчләр"гә қарши туридиған 4 хил тактика буйичә мәшиқ қилдурмақта икән. Нәқ мәйдандин тартилған фото сүрәтләргә "хитай командирлири һазир қазақистанниң йәр - шараити билән тонушуватиду" дәп изаһат йезилған.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, һазир қазақистанда туруватқан қәһриман ғоҗамбәрди хитай қисимлириниң қазақистан земиниға кирип маневир өткүзүшигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди.

Қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, қазақистанда "хитайға ишәнмәслик, хитайдин агаһ болуш" дәйдиған аң мәвҗут икән. Буниңдин бурун, хитай қазақистандин йәр иҗаригә елиш тәлипини оттуриға қойғанда, қазақ зиялийлири қаршилиқ билдүрүп келишим имзалинишини тосуп қалған иди.
 
Қәһриман ғоҗамбәрди мушу мунасивәт билән вәтән ичидики уйғур қериндашлириға һейтлиқ салам йоллиди вә уларни үмид билән яшашқа чақирди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.