Билим тәтқиқат вәхпи башлиқи аднан октар билән сөһбәт
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.10
2008.06.10

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу китаблар һазирғичә 60 тилға тәрҗимә қилинған болуп бәзи китаблар, уйғурчә вә хитайчиғиму тәрҗимә қилинған. Униң `коммунист хитайниң зулум сиясити вә шәрқий түркистан` намлиқ әсири, түркчә, енгилизчә, немисчә нәшр қилинған.
Буниңдин башқа шәрқий түркистан һәққидә көп санда мақалилири елан қилинған. Аднан октар әпәнди қурған билим тәтқиқат вәхпи намида бир вәхпиму бар болуп, бу вәхпиниң түрк, енглиз вә немис тиллирида шәрқий түркистан һәққидә тор бәтлириму бар.
Буниң адриси www.doguturkistan.com.
Биз билим тәтқиқат вәхпиниң паалийәтлири вә аднан әпәндиниң уйғур вә дуня мәсилилири һәққидики көз қарашлирини елиш үчүн өзи билән сөһбәт елип бардуқ.