Аблимит садиқ: “шинҗаңда төвәнгә хизмәт гурупписи чүшүш мениң тәкливимниң нәтиҗиси болуши мүмкин”

Австралийәдики хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитиниң бүгүнки қисмида, өзиниң һазирға қәдәр хитайниң тәклипи билән бейҗиң вә үрүмчигә икки қетим, австралийәдики хитай әлчиханисиға икки қетим барғанлиқини етирап қилди. У һәр қетимлиқ беришида хитай тәрәпкә мәсилә инкас қилғанлиқини илгири сүрди. У йәнә икки йилдин бери уйғур районида төвәнгә чүшүватқан хизмәт гуруппилириниң өзи бәргән тәклипкә бинаән болғанлиқ еһтималиниму оттуриға қойди.
Бу һәқтә пикир баян қилған сиясий көзәткүчи илшат һәсән әпәнди, аблимит садиқниң хитай зияпәтлиригә қатнашқанда, гунаһни асасий қатламдики чарисиз уйғур кадирларға йүкләп қоюш арқилиқ юқири дәриҗилик хитай рәһбәрлиригә хушамәт қилғанлиқини тәкитлиди. У йәнә аблимит садиқниң юқириқи пәризини “өз - өзини алдаштин башқа нәрсә әмәс” деди.
Юқиридики улиништин мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.