“бир бәлбағ бир йол мунбири” йиғини вә хитайға шерик мустәбит күчләр иттипақи

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.10.17
xi-jinping-viladimer-putin-2023-AP Русийә пирезиденти виладимир путин билән хитай рәиси ши җинпиң 3-нөвәтлик “бир бәлбағ бир йол” йиғиниға қатнашқанда қол елишип көрүшкән. 2023-Йили 17-өктәбир, бейҗиң
AP

Хитайниң 3-қетимлиқ “бир бәлбағ бир йол мунбири” йиғини 17-өктәбир күнидин башлап бейҗиңда өткүзүлүватқан болуп,  бу йиғинға русийә пирезиденти виладимир путин билән талибан һөкүмити әмәлдариму алаһидә тәклип билән қатнашқан. Исраилийә-хамас уруши давамлишиватқан бир вәзийәттә хитайниң өз достлирини әтрапиға топлиши хәлқараниң диққитини қозғиған болуп, мутәхәссисләр буни “хитайниң өзигә иттипақ топлап, хәлқара тәсирини кеңәйтишкә урунуши” дәп қаримақта.  

Хитай ташқи ишлар министири 11-өктәбир күни елан қилған мәлуматқа асасланғанда,  бу йиғинға аз дегәндә 130 дөләт вә 30 хәлқара тәшкилат вәкиллири қатнишидикән. Ши җинпиң бу йиғинда “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң 10 йиллиқи мунасивити билән ечилиш нутқи сөзләйдикән.

Америкадики туңган анализчи ма җү әпәндиниң билдүрүшичә, хитай бу йиғинға 130 дөләт қатнишиду дәп тәшвиқ қилған билән, әмәлийәттә униңға келидиған дөләт рәһбәрлири наһайити аз икән. Ши җинпиң бу йиғин арқилиқ өзиниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики мәғлубийитини йошурмақчи һәм хитайниң мәнпәәтини қутқузуп қалмақчи икән. У мундақ деди: “америка билән явропаниң һиндистандин оттура деңиз арқилиқ явропа вә шималий америка қитәсигә тутишидиған сода йоли вә сода системисини бәрпа қилишиға әгишип, хитайниң бир бәлбағ бир йоли заваллиққа йүзлиниватиду. Ши җинпиңға көрә, ‛бир бәлбағ бир йол‚ ниң пайдиси техи көрүлмиди, хитай иқтисадиғиму һечқандақ җанлиниш, яхшилиниш елип келәлмиди. Бәлки, тәрәққий тапқан дөләтләр вә муһим иқтисадий дөләтләр ‛бир бәлбағ бир йол‚ дин чекиниватиду. Әмәлийәттә, хитайда иқтисад әмәс, сиясәт һәммидин үстүн, хитай рәһбириниң йүз-абруйи дөләтниң йүз абруйидур. Шуңа улар күчиниң баричә өзини пәрдазлаватиду”.   

2013-Йил ши җинпиңниң тәшәббуси билән башланған “бир бәлбағ бир йол” қурулуши, хитайниң уйғур районини муһим иқтисадий түгүн қилип, оттура асиядин явропаға, җәнубий асиядин оттура шәрқ вә африқа дөләтлиригичә созулған ғайәт зор “мәбләғ селиш” пилани болуп, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири уни “хитайниң қәрз тузиқи” дәп атап кәлгәниди.

Алдинқи нөвәтлик “‛бир бәлбағ бир йол‚ муһакимә мунбири” 2019-йил ечилғаниди.

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң әпәнди хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң заваллиққа йүзлиниватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “иқтисадий җәһәттин қариғанда, хитайниң бу ‛бүйүк пилани‚ хитай үчүн бир йүк болуп қалди. Аз дегәндә, үчтин бир қисим қурулуш түридә келишимгә хилаплиқ қилиш яки малийә қийинчилиқи сәвәбидин келишимгә хилаплиқ қилиш еһтималлиқи мәвҗут. Шуңа 2018-йилдин буян бу қурулуш астилап қалди. Хитай бу қурулушни сиҗил сүрәттә тәрәққий қилдуруш йүкини үстигә алалмайду, шуңа  ши җинпиң бу қетимқи ‛мунбәр‚ дә сөзлигәндә, кичик көләмдики қурулуш түрлиринила елан қилалайду. Бу йиғин пәқәт заваллиққа патқан ‛бир бәлбағ бир йол‚ ниң 10 йиллиқини хатириләш үчүнла ечилиду. Бу қурулушниң мәқсити иқтисад арқилиқ дуняға хоҗа болуш әмәс, ши җинпиңниң мәқсити һәммини өзигә бағливелиш, шундила бу қурулуш һәммини ютувалалайдиған ‛қара өңкүр‚ гә айлиналайду”.     

“ройтерс агентлиқи” ниң хәвиридә ейтилишичә, афғанистан талибан һөкүмити бу қетимқи “‛бир бәлбағ бир йол‚ муһакимә мунбири” йиғиниға  сода-санаәт министири һаҗи нуридин әзизни әвәткән. Бу министир хитайға келип, чоң мәбләғ салғучиларни афғанистанға келишкә тәклип қилидикән. Униңдин башқа, вахан каридорида бир йол ясаш тоғрисида хитай һөкүмити билән сөһбәтлишидикән. Вахан каридори афғанистанниң шималидики тағ җилғиси болуп, хитайға тутишидикән.

Бу йил 5-айдин бери хитай,  пакистан вә афғанистан талибан һөкүмити әмәлдарлири афғанистанниму “бир бәлбағ бир йол” пиланиға киргүзүп, “хитай-пакистан иқтисад каридори” ни афғанистанғичә узартишни үмид қилидиғанлиқини билдүрүшкән. Афғанистан гәрчә намрат дөләт болсиму, мол кан байлиқиға игә болуп, 2010-йилдики мөлчәргә асасланғанда, бу дөләттә 1 тириллийон доллардин 3 тириллийон долларғичә қиммәткә игә алтун, мис, литий кан байлиқи бар икән.  Хитай һөкүмити афғанистанниң шәрқидики чоң мис канини ечиш тоғрисида талибан һөкүмити билән изчил сөһбәтлишип кәлгән.

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди хитайниң талибан һөкүмитини бу йиғинға қатнаштурушидики сәвәбни тәһлил қилип, “биринчидин, хитай талибан һөкүмитини өзиниң тәсир даирисигә алмақчи, иккинчидин, байлиқ қазанмақчи; үчинчидин, америкиға қарши алдинқи сәп һазирлимақчи” деди.

Ма җү әпәнди: “талибан һөкүмитиниң хитай билән мунасивитини күчәйтиши икки рәзил күчниң бирлишиши болуп, буниң һәйран қалғудәк йери йоқ” деди.  Униң илгири сүрүшичә, әмма өз вақтида әнглийә, русийә қатарлиқ җаһангир дөләтләр афғанистандин қазалмиған байлиқни хитайниң қезип елип кетәлиши натайин икән. У мундақ деди: “талибан һакимийити қәбилә башлиқи түзүмидики бир һакимийәт. Йәр асти байлиқи шу қәбилә башлиқлириниң қолида. Өтмүштә әнглийә һиндистан һөкүмити вә русийә афғанистандики байлиқларға көз тиккән болсиму алалмиған, чүнки униң бәдили бәк еғир. Хитай талибан вә хамасқа охшаш күчләрни яхши көриду һәм улардин қорқиду. Талибанниң хитайдики бу йиғинға қатнишиши пәқәт бирла мәсилини чүшәндүрүп берәләйду, у болсиму бир бәлбағ бир йол қурулушиниң һалакәткә қарап йүзләнгәнлики вә униң ақивитиниң нәқәдәр рәзил вә кишини чүчүтидиған һалға келип қелишидур”.

Ма җү әпәндиниң қаришичә, тәрәққий тапқан дөләтләрдә хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши хитайниң “қәрз тузиқи” дәп қаралған болса, оттура асия, оттура шәрқтики мусулман әллиридә “тәрәққият пурсити” дәп қаралған. Буниңдики сәвәб, бу дөләтләрниң башлиқлири “бир бәлбағ бир йол” ни хитайдин пара елиш вә пул ююш васитиси қилған. У мундақ деди: “‛бир бәлбағ бир йол‚ әмәлийәттә парихорлуқ йолидур. Дөләт башлиқлири болсун, һоқуқ-байлиқ сәркилири болсун, һәммисиниң мәқсити дөләткә, хәлққә қанчилик мәнпәәт йәткүзүш әмәс, бәлки өзлириниң чөнтикини томлаш. ‛бир бәлбағ бир йол қурулуши‚ ниң мустәбит дөләтләрдә раваҗ тепишидики сәвәб әнә шу”. 

Русийәгә кәлсәк, нөвәттә русийә билән хитайниң иттипақлиқи йеңи бир пәллигә көтүрүлүватқандәк һаләт шәкилләнгән. “москва вақти гезити” ниң хәвиридики мәлуматларға қариғанда, бир йерим йилдин буян хәлқарада йәклинип, чәт әлгә чиқиши тәслишип кәткән путинниң хитайға келиши, украина уруши башланғандин буян тунҗи қетим чоң дөләтләргә қәдәм бесиши һесаблинидикән.

Русийә украинаға һуҗум қилғандин башлап, виладимир путин билән ши җинпиңниң достлуқи күчийип барған болуп, хитай русийәниң нефитини сетивелип, арқа сәптин қутқузуш ролини ойниған. Хитайниң мәлуматиға асасланғанда, өткән йилда хитайниң русийә билән қилған содиси 190 милярд долларға йәткән болуп, бу йил 200 милярд долларға йәткүзүш пиланланған. Хитай һөкүмити русийәни дипломатийә, пул-муамилә вә һәрбий әслиһә җәһәттә қоллап кәлгән.

Гордон чаң әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “ путин һазир бейҗиңда ‛бир бәлбағ бир йол мунбири‚ йиғиниға қатнишиватиду. Бу путин билән ши җинпиңниң 41-қетимлиқ учришиши. Бу икки мустәбитниң шерикчилик мунасивити шуни көрситидуки, дуня һазир әркин дуняға қарши хитай билән русийәни мәркәз қилған зораванлар иттипақиға бөлүнүп кәтти. Улар украинаға урушини қозғиди, шималий африқани малиман қилишқа башлиди, йәнә бир тәрәптин,  иран билән хамасниң исраилийәгә һуҗум қилишиға ярдәм бәрмәктә. Һәммимизниң билгинидәк, улар дуняда бузғунчилиқ қиливатқан күчләр.  Путин билән коммунист хитай ағдурулмиғичә, дуня тинч болмайду”.  

 Ма җү әпәндиниң қаришичә, хитай һазир америка билән мунасивитини яхшилашни үмид қиливатқан болуп, бундақ әһвалда путинниң хитайдин алаһидә ярдәм вәдиси елиши натайин икән. У мундақ деди: “хитай-русийә арисидики түп мәнпәәт, икки дөләт рәһбири оттурисидики мустәбитлик мәнпәәти уларниң оттурисида бир апәт болуп қеливериду. Ғәрб әллириму хитайға ишәнмәйду. Хитайниң ирқий қирғинчилиқи, хоңкоңни бастуруши, америкаға қарши туруши вә 2-дуня урушидин кейин шәкилләнгән дуня тәртипигә хирис қилиши қатарлиқлар дуняни аллиқачан сәгәкләштүрди. Шуңа мәнчә хитай пайдилинидиған күчләрниң һәммисидин пайдилансиму, русийә билән бирлишип явропаға қарши туридиған күчни шәкилләндүрәлмәйду, ундақ  күчи әслидиму йоқ иди, һазир униңға җасаритиму қалмиди”.       

Хәвәрдә ейтилишичә, виладимир путинниң бу қетим хитайға келиштики мәқсити украина урушида мәғлуп болмаслиқ үчүн хитайдин техиму көп ярдәмгә еришиш һәмдә хитай билән бирлишип, явропаниң ирадисини тәвритип, уларни  украинани қоғдаштин ваз кәчтүрүш икән. Ши җинпиң билән путинниң һәр иккиси һазир бир кемигә чиққан “җан достлар” болуп, ши җинпиң путинниң урушта мәғлуп болуши яки һакимийитидин ғулап чүшүшини халимайдикән.

Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай бу қетим “бир бәлбағ бир йол муһакимә мунбири” арқилиқ өзигә тәрәпдар топлаватқан болуп, иккинчи дуня урушиниң алдида шәкилләнгән “рәзил күчләр иттипақи” дәк бир бирлик мәйданға келип, адаләт, һәққанийәт вә демократийәгә қарши сәп түзмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.