Уйғур нахша-музика тәтқиқатчиси әлис андерсонниң 2018-йилдики уйғур дияри зиярити (1)
2019.03.07

Әлис андерсон: “уйғур момай маңа ‛бурунқи үрүмчи йоқ, бизни йоқитиватиду‚ деди”
Нөвәттә индияна университетида музика вә фолклор тәтқиқати бойичә докторлуқ аспирантлиқида оқуватқан әлис андерсон ханим 2012-йилдин 2016-йилғичә үрүмчидә уйғур тили вә уйғур нахша-музикилирини өгиниш һәмдә тәтқиқ қилиш билән шуғулланған.
У шу йилларда уйғур диярида өткүзүлгән “йипәк йоли садаси” намлиқ нахша мусабиқисидә уйғур нахшилирини әйнән вә вайиға йәткүзүп орундап, уйғурлар арисида “назакәт” дегән исим билән тонулған иди. Әлис андерсон ханим бүгүнки күндә уйғур районидики җаза лагерлирини тақаш вә уйғур тутқунларни қутулдуруш һәрикитидә муһаҗирәттики уйғурлар билән бир сәптә туруп қаттиқ инкас қайтуруватқан, өзи шәхсән гуваһлиқ бериш вә башқа шәкилләр билән уйғурлар дуч келиватқан бу зулумларға қарши туруватқан ғәрплик тәтқиқатчиларниң бири.
Униң радийомизға билдүрүшичә, у 2018-йили 6-ай мәзгилидә уйғур диярида 2 һәптилик қисқа зиярәттә болған икән. Уйғур дияриниң вәзийитини дуняға аңлитишни өзиниң бурчи дәп билгән әлис андеросон ханим өз көзи билән көргән әһвалларни аңлиғучилар билән ортақлишиш қарариға кәлгән. Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң әлис андерсон ханим билән өткүзгән сөһбитиниң 1-қисмида болсун.