Коломбийә университетида “уйғур дияспораси вә хитай” дегән темида муһакимә йиғини ечилди

Мухбиримиз меһрибан
2018.05.03
enwer-toxti-ichki-organ-shahit.jpg Әнвәр тохти явропа парламентида өзи шаһит болған адәм органлири тиҗарити һәққидә гуваһлиқ бәрмәктә.
Photo: RFA

3-Май күни ню-йорктики коломбийә университети милләтләр тәтқиқат мәркизиниң 23- қетимлиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

Игилинишичә, мәзкур тәтқиқат мәркизиниң бу қетимлиқ йиғини “уйғур дияспораси вә хитай” дегән темиға беғишланған. Мәзкур муһакимә йиғинида уйғурларда һазирқи заман милләтпәрвәрлики идийәсиниң ойғиниши вә уларда миллий дөләтчилик еңиниң шәкиллиниши һәққидики тәтқиқатларға беғишланған мақалиләр оқуп өтүлгән.

Йиғин күнтәртипидин мәлум болушичә, мәзкур муһакимә йиғинида доктор әнвәр тохтиниң “тәсәввурдики милләтчилик: 20-әсирниң дәсләпки мәзгиллиридә совет оттура асиясидики уйғурлар вә атом бомбиси” намлиқ мақалиси, доктор дилнур рәйһанниң “тор дунясидики милләтчилик вә униң көп хил мәвҗутлуқ имканийәтлири” намлиқ мақалиси, ши чйәнйүниң “уйғурларниң японийәдики миллий һәрикити вә сиясий тори” намлиқ доклати, түркийәдин йиғинға қатнашқан заһидәайниң “шиә мәзһипи вә униң уйғур җамаити арисидики тәсири” намлиқ мақалилири сунулған.

Йиғин қатнашчилиридин коломбийә университетиниң тәтқиқатчиси, доктор мәмәт имин әпәнди зияритимизни қобул қилип йиғин әһвалини аңлатти.

Униң билдүрүшичә, әсли йиғинда 5 кишиниң тәтқиқат мақалиси сунулған болсиму, әмма бәзи сәвәбләр түпәйлидин икки киши йиғинға қатнишалмиған. Йиғинда әнглийәдин доктор әнвәр тохти әпәнди, фирансийәдин дилнур рәйһан ханим вә хоңкоң җу хәй университетиниң тәтқиқатчи оқуғучиси ши чйәнйү қатарлиқлар мақалилирини оқуп өткән.

Мәмәт имин әпәнди йиғинда юқириқи 3 нәпәр тәтқиқатчиниң уйғурлар һәққидики мақалилиридә оттуриға қоюлған мәзмунлар һәққидә тохтилип өтти. Мәмәт имин әпәндиниң билдүрүшичә, йиғинда доктор әнвәр әпәндиниң мақалиси йиғин әһлидә зор қизиқиш қозғиған.

Уйғурларниң хитайниң атом синақлириниң зиянкәшликигә вә орган содисиниң қурбаниға айланғанлиқи һәққидики доклатлири билән хәлқара теббий саһәдә тонулған әнвәр тохти әпәнди 3- май күни әтигән радийомиз зияритини қобул қилғинида өзиниң мәзкур мақалисидә оттуриға қоймақчи болған мәзмунлар һәққидә тохтилип өтти.

Әнвәр әпәнди мақалисидә 20-әсирниң алдинқи йеримида уйғур диярида қурулған икки җумһурийәт вә унуң советлар иттипақи билән болған мунасивити шундақла совет иттипақиниң әйни йиллиридики атом бомбиси қурулушида уйғур дияридики байлиқ мәнбәлиригә болған еһтияҗи қатарлиқ мәсилиләр нуқтилиқ оттуриға қоюлған.

Мәмәт имин әпәнди йиғин һәққидики тәсиратини баян қилип, мәзкур йиғинниң гәрчә бир тәтқиқат оргини тәрипидин уюштурулған илмий муһакимә йиғини болсиму, әмма бу йиғинда уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитидә илгирики тарихи савақлар, нөвәттики хитайниң бесим сиясити, уйғур дияриниң еғир вәзийити вә нөвәттики хәлқара вәзийәт һәққидиму нурғун талаш-тартишларниң оттуриға қоюлғанлиқини илгири сүрди.

Биз йиғиндин кейин мәзкур йиғинда өзлириниң тәтқиқат мақалилирини оқуп өткән доктор әнвәр әпәнди, доктор дилнур ханим вә ши чйәнйү әпәндиләрни айрим зиярәт қилиш үчүн телефон қилған болсақму, улар мәзкур тәтқиқат мәркизидә өткүзүлүватқан башқа йиғинларда болғини үчүн пурсәт чиқиралмиди.

Ахирида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, коломбийә университетидәк алий билим юртлирида уйғурлар һәққидә мәхсус илмий муһакимә йиғининиң уюштурулуши һазирқи вәзийәттә муһим әһмийәткә игә, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.