Җене бунин: “шаһит биз” санлиқ амбири ахирида хитайни сотқа тартишни мәқсәт қилиду

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.03.20
shahit-biz.jpg “шаһит биз” торбетигә чиқирилған син вә сүрәтләр.
shahit.biz

10 Йиллардин буян уйғур тили тәтқиқати елип барған җене бунин әпәнди, ахирқи қетим бултур 5-айда уйғур елидин айрилишқа мәҗбур болған америкалиқ тәтқиқатчи.

У хәлқаралиқ ахбарат васитилири вә иҗтимаий таратқуларда уйғур районидики йиғивелиш лагерлири тоғрилиқ хәвәр вә мулаһизә мақалилирини елан қилип, кишиләрни уйғур елиниң әң йеқинқи вәзийити тоғрисидики пакитлар вә қиммәтлик учурлар билән тәминләп кәлмәктә.

Җене әпәнди бултур 9-айдин башлап йәнә, мәхсус хитайниң йиғивелиш лагерлириға қамалған кишиләрниң санлиқ мәлумат амбирини қурушқа тутуш қилип “шаһит биз” торини қуруп, системилиқ хизмәт елип бармақта икән.

Алмутадин бүгүн телефон зияритимизни қобул қилған җене бунин әпәнди мухбиримиз билән раван уйғур тилида сөһбәтләшти.

Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.