“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ашкарилиған сирлар
2022.05.26

Бир нәччә күн аввал әнглийә BBC торида елан қилинип, хәлқаралиқ даңлиқ ахбарат вастилириниң баш бетидин орун алған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” муһаҗирәттики уйғурларни өз ичигә алған пүтүн дуня хәлқини қаттиқ чөчүтти. “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ашкарилиған лагерға қамалған 2884 уйғур ичидики 10 нәччә яшлиқ яшлиқ кичик балилардин тартип, 70-80 яшқичә болған бовай-момайларниң сүрәтлири, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һәқиқий маһийитини йәнә бир қетим ечип бәрди.
Ундақта, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә немиләр ашкариланди?
Җаза лагерлар мәсилиси хәлқараға ашкариланғандин буян, бу қәдәр зор һәҗимдики мәхпий һөҗҗәтләрниң ашкарилиниши көрүлмигән һадисә иди. Болупму лагерларниң қурулмиси, башқуруш метуди, һөкүмәт көрсәтмиси, лагерларға қамалғанларниң сүрәтлири, қамалғанлар сани, лагерға қамалғанларға ишлитилгән қораллар, юқири қатлам рәһбәрлириниң сөзлири, йолйоруқлири, қамалғанларни тутуш, сорақ қилиш, һөкүм қилиш вә бир тәрәп қилиш. . . Қатарлиқларға даир түрлүк тизимлик, мәхпий һөҗҗәт, сүрәт, син, аваз қатарлиқ хитай һөкүмити тенивелишқиму имкани болмайдиған бунчә көп испатларниң бир қетимдила ашкарилиниши, һәқиқәтәнму дуняни чөчүтти. Бу аввалқи лагер шаһидлириниң гуваһлиқлири, мәхпий йоллар арқилиқ сиртқа елип чиқип ашкарилиған һөкүмәт һөҗҗәтлиригә селиштурғанда, нәччә һәссә күчлүк вә реал қиммити болған, көргән кишигә җаза лагерлири вә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң қандақ бир һадисә икәнликини испатлап берәләйдиған күчлүк испатлар иди.
“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики бу мәхпий һөҗҗәтләрниң өзини ашкарилашни халимайдиған хаккерлар тәрипидин тәминләнгәнлики илгири сүрүлмәктә. Әмма йәнә бир қисим анализчилар, бу һөҗҗәтләрниң бәлким хитай юқири рәһбәрлик қатлимидики зиддийәтләр сәвәблик оттуриға чиққан болуши мумкинликини илгири сүриватиду. Әмма немила болмисун, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә лагер мәсилисиниң хитай тәшвиқ қилғандәк “уйғурлар өзи халап баридиған, кәспий җәһәттин тәрбийәлинип, гүзәл кәлгүсигә елип баридиған тәрбийәләш мәркизи” әмәсликини бу һөҗҗәт ениқ испатлап турупту.
Биринчидин, һөҗҗәт елан қилиништин аввал әнглийәниң BBC, германийәниң “әйнәк”, франсийәниң “дуня гезити” қатарлиқ оннәччә даңлиқ ахбарат вастилири бу һөҗҗәтләр үстидики тәтқиқатларға ортақ қатнишип, һөҗҗәтләрниң растлиқи, ишәнчликлик дәриҗиси қатарлиқларни тәкшүрүп, ениқлап бекиткән. Андин бу һөҗҗәтләрни рәсмий йосунда дуняға елан қилған. Болупму мишел бачелетниң хитай шиярити башланған күни бу һөҗҗәтләрниң хәлқараға елан қилинишиму тасадипий тоғра келип қалған болмастин, бәлки мәхсус бу күндә елан қилиш бекитилгән. Йәни айлар бурун қолға чүшкән бу чоң һәҗимдики испатлар, хитай һөкүмитиниң қусур тепиши, тенивелишидәк ушшуқлиқиға һечқандақ имкан қалдурмайла қалмастин, бәлки б д т кишилик һоқуқ алий коммисариниң зиярити күнигә тоғрилап дуняға ашкариланған.
Иккинчидин, мәзкур “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә бәш миңдин артуқ уйғурниң сүрити ашкариланған болуп, сүрәтләр асасән 2018-йили 1-айдин 7-айғичә болған арилиқта тартилған. BBC Ниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, бу бәш миң уйғурниң ичидә һәтта 3 яшлиқ балиниңму сорақ қилинғанлиқи, 90 яштин ашқан яшанған кишиләрниңму лагерға тутулғанлиқи тилға елинған. Бу бәш миң уйғурниң ичидики сүрити билән қошуп берилгән 2884 нәпәр тутқунниң ичидә 15 нәпәр балағәткә йәтмигән балиларму бар. Сүрәтләр вә униңға мунасивәтлик ариипларда 2884 нәпәр уйғурниң әк кичикиниң йеши 15яш, әң чоңиниң йеши 73 яш икәнлики көрситилгән. Буларниң ичидә балағәткә йәткәнләрниң нисбити, қәшқәр конашәһәр наһийәсидики балағәткә йәткәнләр нисбитиниң 12 пирсәнтини игилигән. Мунасивәтлик истатистикиларға асасланғанда, йоқуриқи нисбәт бойичә пүткүл уйғур районида лагерға қамалғанларниң сани бир милюн 200 миңдин ашидиғанлиқи тәхмин қилинған, лекин адреан зенз 2021-йили елан қилған тәтқиқат доклатида лагерларға қамалғанларниң сани 1 милюн 800 миңдин ашидиғанлиқини тәхмин қилған.
Қәшқәрконашәһәр наһийәсидики уйғурларниң лагерларға қамилиш нисбитини ситалинниң 1930-йиллардики “чоң тазилаш” дәвридикидики тутқунлар санидинму юқири дейишкә болидикән. Бу сан йәнә хитай ичидики оттуричә түрмигә қамилиш нисбитидин 64 һәссә юқири болуп, худди анализчилар ейтқандәк, “уйғур дияридики һәр 25 адәмниң бири лагерға қамалған” лиқида һечбир шәк йоқ.
Үчинчидин, лагерға қамалғанларға ишлитилгән қораллар адәттә хитай түрмилиридә ишлитидиған қораллардин илғар болған тапанча, милтиқ, қол бомбиси қатарлиқ илғар типтики қораллар болуп, лагер сақчилириму мәхсус сақчи формиси билән қораллиқ һалда җисәкчилик қилидикән. Мәһбуслар болса сақчиларниң назарити астида, кичә-күндүз пут-қоли кишәнләнгән һалда туридикән.
Һөҗҗәтләр ичидики 2018-йили елан қилинған “дәрс өтүш җәрянидики иш чиқарғучиларни вә қечип кәткүчиләрни бир тәрәп қилиш тәртипи” дегән қисмида, әгәр лагер мәһбуслири гәп аңлимиса, қорал тутқан сақчи оқ чиқирип агаһландуруш бәрсә болидиғанлиқи, әгәр мәһбус йәнә гәп аңлимай иш чиқарса яки қечип кәтмәкчи болса, уларни нәқ мәйданда етивәтсә болидиғанлиқи ашкариланған.
Буниңдин башқа, лагерларға хилму-хил көзитиш аппаратлири орнитилған болуп, лагерға қамалған һәр 11 кишигә бирдин сақчи назарәткә орунлаштурулған. Лагерлардики җисәкчи сақчилар һәр йерим саәттә бир қетим нөвәт алмишидиған болуп, нормал сақчилардин башқа “алаһидә сақчи әтрити” му тәсис қилинған. Бу хил “алаһидә сақчи әтрити” мәхсус лагер мәһбуслиридин исян көтүргәнләрни бир тәрәп қилиш вәзиписини үстигә алған.
Әгәр лагер мәһбуслири ағрип қелип, дохтурханиға беришқа мәҗбур болса, аз дегәндиму икки сақчи, бир башқурғучи вә бир дохтур биргә баридикән. Лагер ичидә алаһидә қаттиқ түзүм йолға қоюлған болуп, әгәр мәзкур лагердин бирәр мәһбус қечип кетиш әһваллири көрүлсә, бу лагер дәрһал пичәтлинидикән. Һөҗҗәттә йәнә буниңға даир бир мисалму берилгән болуп, мәлум бир лагердики сақчи пәқәт тамақ вақтида йерим саәт назарәт системисини етип қойғини үчүн үч күн қамаққа мәһкум қилинған. Лагер сақчилириниң сани зиядә көп болуп, һөҗҗәттин қариғанда, хитай өлкилиридин елип келингән сақчиларниң санила 150миңдин ашидикән.
Төтинчидин, лагерға қамалғанларниң барлиқ учурлири инчикә архиплаштурулған болуп, уларниң лагерға қамилиш сәвәблири асасән, сақал қоюши, һарақ-шарап ичмигәнлики, чәкләнгән филимләрни көргәнлики, намаз оқуғанлиқи, кәйпияти турақсиз болғанлиқи, телефонида пул қалмиғанлиқи сәвәбидин етилип қалғанлиқи. . . Қатарлиқ сәвәбләрдин лагерға қамалған.
Мәсилән, 2017-йили лагерға қамилип, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған бир уйғурниң җинайити болса, 2010-йили момисидин бирқанчә күнлүк исламий тәрбийә алғанлиқи болған. Йоқуриқи сәвәбләр асасән лагерларға қамалғанларниң мутләқ көп қисмиға қоллинилған. Лагерға қамалғанлардин муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлар асасән 7 йиллиқ, 10 йиллиқ яки 25 йиллиқ кесиветилгән.
Бәшинчидин, лагерға қамалғанларниң мутләқ көп қисми уйғур деһқанлар. Йәни уларниң кейиниши, чирайи вә мусулман болуши, һәтта чәт әлгә чиққан болуши, һәҗ қилған болушиму лагерларға қамилиштики асаслиқ “җинайәт түри” һесабланған. Мәсилән, турсун қадир исимлик 58 яшлиқ бир уйғур кишиниң 16 йиллиқтин артуқ қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң сәвәби узун сақал қоювалғини болған. Бир уйғур йигити тамака чәкмигини, һарақ ичмигини үчүнла “идийәсидә мәсилә бар” дегән җинайәт билән 10 йиллиқ кесиветилгән. Униң анисиму хитайниң “дүшмәнниң йәтмиш пуштини йоқитиш” қариши бойичә лагерға қамалған. Йәнә йүзлигән киши қанунсиз диний тәблиғ аңлиғини сәвәблик яки телефон, компутерлириға мәхпий шифирлиқ деталларни қачилиғини сәвәблик лагирға қамалған.
Алтинчидин, бу қетим ашкариланған һөҗҗәтләр ичидә хитай юқири рәһбәрлик қатлимидикиләрниң сөзлири, көрсәтмиси, хуласә яки хизмәт доклатлириму зор салмақни игилигән. Буниң ичидә хитай дөләт ишлири коммиссари, мәмликәтлик җ х министерлиқиниң министери җав кеҗиниң сөзлириму орун алған. Униң 2018-йили 6-айниң 15-күни сөзлигән нутуқида, уйғур районида 2 милйондин артуқ кишиниң “пан-түркизм вә пан-исламизим” дин ибарәт “икки изм” вә “шинҗаң мустәқиллиқи” идийәси билән зәһәрләнгәнликини, пәқәт җәнубий уйғур дияридила (асаслиқи қәшқәр, хотән, ақсу вә қизилсу) 2 милюндин артуқ уйғурниң “диний ашқунлуқ идийәси билән юқумланған” лиқи тилға елинған.
2017-Йилидики бир һөҗҗәттә йәнә чен чүәнгониң һечқандақ йошурмастинла, лагерға тутулғанларниң һәммисигә “терорчи” қатарида муамилә қилиниш керәклики, һәтта лагердин қачқанларни аввал етиветип, андин юқириға доклат сунуштәк алаһидә йолйоруқларни чүшүргәнлики ашкариланған. Мәзкүр һөҗҗәттә чен чүәнгониң йәнә бир қисим кишиләрни лагерға бәш йил қамиған һаләттиму, әркинликкә чиққандин кейин йәнә охшаш “мәсилә туғдуридиған” лиқини әскәрткән. Йәни бу хилдики кишиләрниң лагердин чиқиш-чиқалмаслиқи, һаят қелиши яки қалмаслиқи пүтүнләй лагер башқурғучилириниң һоқуқ даирисигә қоюп берилгән. Бу ноқтидин лагерға қамалған һәрқандақ адәмниң тәқдири пүтүләй лагер сақчилири тәрипидин бекитилидиған болуп, уларниң лагердики һаятини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. Әмма шуниси мәлумки, лагер шаһидлири гуваһлиқ бәргән лагер ичидики қийин-қистақ, басқунчилиқ, дора йегүзүш, өлүм-йетим һадисилири биз аңлиғандинму еғир вәзийәттә икәнлики муқәррәр.
Йоқуриқилар дәл җаза лагерлирида йүз бериватқан қабаһәтләрниң бизгә ашкара болған аз бир қисми болуп, бу әһвалларниң иккинчи дуня уруши мәзгиликидики йәһудийлар чоң қирғинчилиқидики әһваллардин һечбир пәрқи йоқлиқи, бәлки һәқиқий әһвалниң һәтта йәһудий чоң қирғинчилиқи вә һазирға қәдәр дуняда йүз бәргән инсанийәткә қарши җинайәтләр ичидики әң қәбиһ бир җинайи қилмиш болуши ениқ.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.