Сиясәтшунас константин сиройежкин: шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида һәл қилинмайватқан мәсилиләр аз әмәс
2013.11.27
Һазир хәлқарада шәкилләнгән вәзийәткә, йеқин шәрқ мәмликәтлиридә йүз бериватқан вәқәләр билән бир қатарда мәркизий асиядики иҗтимаий, сиясий әһвалниңму мәлум дәриҗидә тәсир қилиши мумкинлики оттуриға қоюлмақта.
Мәркизий асия бихәтәрликини тәминләшни өзиниң асасий вәзиписи қилип қойған тәшкилатларниң бири-шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидур. Әлвәттә, униңға әза мәмликәтләр сиясий, иқтисадий, һәрбий саһәләрдә болсун, һәр қайсиси өз мәнпәәтлирини көзлимәктә.
Тәшкилат әзалири өз-ара учришишларда муһим мәсилиләрни муһакимә қилишқа тиришиватқан болсиму, йәнила өз алдиға алған вәзипилириниң һөддисидин чиқиватамду, униң алдида һазир һәл қилинмайватқан қандақ мәсилиләр бар, дегәнгә охшаш соаллар сиясәтшунасларни, анализчиларни ойға салмақта.
Биз бу һәқтә сиясәтшунас константин сиройежкин билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.