Сәйпидин қари: шан - шәрипимизни қоғдиялмисақ, вәтән үчүн хизмәт қилалмаймиз
2014.11.21

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, биз түнүгүн мәдинә ислам университетида оқуветип хитай әлчиханиси билән йеқин мунасвәттә болған бир оқуғучиниң әлчихана билән болған мунасивити һәққидики қарашлирини аңлатқан идуқ, бүгүн мәзкур университетта оқуған вә оқуш давамида хитай әлчиханисидин өзини узақ тутуп кәлгән сабиқ оқуғучилар рәиси сәйпидин қариниң пикирлирини аңлайсиләр.
Сәйпидин қаримниң билдүрүшичә, мәзкур университеттики уйғур оқуғучиларниң 90%дин көпрәки әлчиханидин өзини узақ тутуп келиклик, бу йолдикиләрниң қаришичә, вәтә, - милләт үчүн диний саһәдә хизмәт қилмақчи болғанлар әң аввал әл ичидики ишәнч вә иззәт - һөрмитини қоғдаш керәк; өз шан - шәрипини қоғдиялмиғанларниң вәтән үчүн хизмәт қилалиши қуруқ гәп.
Сәйпидин қаримниң бу һәқтики қарашлирини йоқиридики сөһбәт хатирисидин аңлайсиләр.