Уйғур көзәткүчиләр: хитайниң уйғур районида әмәлдар алмаштуруши сиясий вәзийәтни өзгәртмәйду
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.08.29
2016.08.29

Уйғур районлуқ парткоминиң секритари җаң чүншйәнниң вәзиписидин қалдурулғанлиқи, орниға тибәтниң партком секритари чен чүәнгониң тәйинләнгәнлики һәққидики хәвәр, бүгүн хитай вә уйғур райониниң вәзийитини көзәткүчиләрниң диққәт мәркизигә айланди. Бу һәқтә пикир баян қилған муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр “җаң чүншйәнниң вәзиписиниң алмаштурулуши хитай әмәлдарлар гуруһиниң ички иши” деди вә бу хәвәрниң уйғур вәзийитидики бир өзгириштин бишарәт әмәсликини оттуриға қойди.
Юқиридики улиништин сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди билән илшат һәсән әпәндиниң бу һәқтики мулаһизилирини аңлайсиләр.