Хитайниң 'ақ ташлиқ китаби' вә хитай милләтчилики
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2009.09.29
2009.09.29
Үрүмчи " 5 - июл намайиши" ни дөләтниң ичи вә тешидики террористлар тәшкиллиди, деди. Бу ишниң қизиқи шу йәрдики "ақ ташлиқ китаб" рәис хуҗинтав ниюйорк шәһиригә йетип кәлгәндә елан қилинди.
Үрүмчидә намайишқа чиққан уйғурниң оғул - қизлири әзәлдин қолиға елип бақмиған" хитайниң қизил байриқини бу қетим көтүрүп чиқип, намайиш қилғанда, намайишни тинч йол билән башлидуқ йәнә тинч йол билән ахирлаштуримиз, дәйдиған яхши нийәттин бишарәт бәргән . Ким, кимгә террористлиқ қилди, ким, кимгә зораванлиқ қилди? ахирқи һесабта хәлқи аләмгә аян болдиғу? шүбһисизки, хитай сақчилири, әскәрлири уйғур намайишчиларға зораванлиқ қилип оқ чиқарди. " Ақ ташлиқ китабта уйғур террористлири оттура асия, җәнуби асия қатарлиқ җайларда хәлқара террористлар һәрикитигә мәхпий қатнишип, дөлитимизниң муқимлиқиға тәһдит пәйда қилди", дейилгән сөзгә кәлсәк, бу районларда террорчилиқ паалийити билән шуғуллиниватқан талибан қатарлиқ террористларни һәрбий қорал - ярақ билән тәминлигән қайси дөләт болуп чиқти, хитай хәлқ җумһурийити болуп чиқтиғу ?
2009 - Йили 9 - айниң27 - күни хитай дөләт мәһкимисиниң ахбарат ишханиси йәнә бир қетим "хитайниң милли сиясити, һәр қайси милләтләрниң ортақ гүллиниши вә тәрәққияти" мавзулуқ ақ ташлиқ китаб елан қилди. Китабта: хитай һөкүмити қанунни, иқтисади, мәмури васитиләрни ишлитип, тарихтин қелип қалған милли кәмситиш, милли айримичилиқни түгитип ... Дөләт чоң хәнзучилиққа қарши турди ... Һәм йәрлик милләтчиликкә қарши турди, дәп, көрситилди.
"Тарихтин қелип қалған милли кәмситиш" дегән немә гәп, у? 1944 - йилидин 1949 - йилиғичә, қораллинип мустәмликичиликкә қарши уруш арқилиқ дөләт қуруп, җуңхуа хәлқ җумһурийитидин 5 йил бурун қурулған уйғур дөлитигә хоҗайин болған уйғурни ким кәмситәләйдикән, шу чағда?
60 Йил өтүп кәтти. Бир тәрәптин алдаш йәнә бир тәрәптин бастуруш, бир тәрәптин мустәмликә уйғуристанға көчмән көчүрүш, хитайниң маһийәтлик милли сиясити болуп кәлди. Буниңдин башқа йәнә қандақ милли сиясити бар икән хитайниң?
Кәчүрүм тәшкилати аввалқи бир нәччә йилда, 200 дин артуқ уйғур сияси мәһбусқа өлүм җазаси иҗра қилди дәп, доклат елан қилди. Буларниң һәммиси уйғурниң мустәмликә шарайитида йетишип чиққан яш уйғур милләтчилири иди. Ундақта,хитай һөкүмити қайси милләтниң милләтчиликигә қарши туруп, йәнә қайси милләтниң милләтчиликигә қарши турмиди? һазирғичә 60 йил өтүп кәтти, хитай һөкүмити чоң хитай милләтчиликигә қарши туруп баққанму, бир хитайни милләтчи дәп, түрмигә солап баққанму, милләтчи дәп бир хитайға өлүм җазаси берип баққанму? һәй, хитай һөкүмити тәбиитиңдә ялғанчилиқтин башқа йәнә бир хусусийәт бармиду?
Адәттә хитай милләтчилики қандақ ипадилинип кәлди? иқтисад, пул - муамилә саһәсидә, маарип - мәдәнийәт саһәсидә, һәрбий ишлар саһәси вә қораллиқ сақчи қисимлирини ишлитиш саһәсидә, авиатисийә маарипи саһәсидә милләтчилик өзини көрситип кәлди. Кимниң, қайси милләтниң милләтчилики? әлвәттә хитайниң милләтчилики болмамду. Бу саһәләрдә уйғурлар ишлимисә яки уйғурларниң һоқуқи болмиса !