'5 ‏- Июл үрүмчи вәқәси вә шәрқий түркистан' намлиқ китаб нәшрдин чиқти

Йеқинда 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси вә шәрқий түркистан намлиқ китаб түркийиниң пайитәхти әнқәрә шәһиридә нәшрдин чиқти. Бу китабни әнқәрә универистети тил ‏- тарих ‏- җоғрапийә факолтетиниң оқутқучиси доктур әркин әмәт язған болуп, графикир нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған.
Мухбиримиз арислан
2010.02.08
5-temuz-olayi-ve-dturkistan.Erkin-Emet-Kitap-305.jpg Сүрәт, "5 ‏- ийул үрүмчи вәқәси вә шәрқий түркистан" намлиқ китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Arslan

Бу китаб 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсини асас қилип йезилған болуп, уйғур диярида йүз бәргән чоң вәқәләр һәққидиму тохталған. Бу китаб үрүмчи вәқәсигә алақидар рәсимләрни өз ичигә алған вә 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсигә алақидар әркин асия радиосида елан қилинған бир қисим хәвәр вә мақалилар қошумчә қилип киргүзүлгән.  

173 Бәтлик бу китаб җәмий 7 бөлүмдин тәркип тапқан болуп, муқәддимә бөлүми билән 1 - бөлүмидә шәрқий туркистанниң йеқинқи дәвр қисқичә тарихи, һазирқи иқтисади әһвали, нопус вә диний қурулмиси шундақла һакимийәт сиситими қатарлиқлар қисқичә тонуштурулғандин сирт, алдинқи йили 5  июлда йүз бәргән хитай һөкүмитиниң уйғурларни қәтлиам қилиш вәқәси вә бу вәқәниң келип чиқиш сәвәблири тәпсилий баян қилинған.

Китабниң 2 - вә 3 - бөлүмлиридә, хитай һөкүмитиниң вәқә һәққидә елан қилған баянатлири вә дуня уйғур қурултийиниң қайтурған җаваблири шундақла дунядики һәр қайси дөләтләрниң билдүргән инкаслири, болупму түркийә баш министири рәҗәб таййиб әрдоғанниң хитайға билдүргән қаттиқ наразилиқи сүрәтлик тонуштурулған. Буниңдин башқа йәнә 5  июл қирғинчилиқидин кейин дуня уйғур қурултийи рәһбири рабийә қадир ханимниң бу вәқә һәққидә доклат бериш үчүн японийә вә һәр қайси явропа әллиридә елип барған зиярәтлири тәпсилий тонуштурулған һәмдә вәқәни өз көзи билән көргән шаһитлар билән бивастә елип берилған сөһбәрләргиму алаһидә йәр аҗритилған. 4 - Бөлүмидә, хитайниң 60 йилдин бири шәрқи туркистанда елип бериватқан ассимилиятсийә сиясити, уйғурларни вәһшиләрчә бастурүшлири дәлил  пакитлиқ шәкилдә наһайити әтраплиқ тонуштурулған. 5 - Вә 6 - бөлүмлиридә болса, шәрқий туркистан давасиниң тарихий тәрәққият җәряни, болупму йеқинқи он нәччә йилдин буянқи хәлқаралишиш басқучи әтраплиқ тонуштуруп өтүлгән.  

Аптур бу китабни йезиштики асаси мәқсити һәққидә тохтилип кириш сөзидә мундақ язған, 19 ‏- әсирниң ахирлиридин бүгүнгичә шәрқий түркистанда чоң ‏- кичик болуп 200 әтрапида инқилаб болди. 3 Қетим мустәқил дөләт қурулди. Әмма бу вәқәләр дуня дөләтлири тәрипидин йетәрлик дәриҗидә тонулмиди. 5 ‏- Июл үрүмчи вәқәси шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән қанлиқ вәқәләрдин әң чоңлиридин бири болуп, бу вәқә дуня күнтәртипигә кәлди. Хитай, диктатур түзүм йүргүзүлидиған бир дөләт болғанлиқи үчүн, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий маһийити һазирғичә сир болуп кәлди. Мән бу китабта 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсниң йүз бериш сәвәблири билән бирликтә, үрүмчи вәқәси вә бу вәқәдин кейин немиләр йүз бәрди, бу һәқтә дәлил пакитларни оттуриға қоюшқа тириштим.

Биз бу китаб һәққидә түркийидә яшаватқан илми тәтқиқатчи азадҗан боғрахан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Азадҗан боғрахан әпәнди бу китабни оқуғандин кейинки тәсиратлирини ипадиләп мундақ деди: "растимни ейтсам китабни көрүп интайин хушал болдум. Урумчи қирғинчилиқи йүз берип, шунчә қисқа вақит ичидә бундақ бир һөҗҗәтлик китабниң тәйярлинип нәшрдин чиққанлиқи адәмни сөйүндурмәй қалмайду. Һәммәйләнгә мәлум , шәрқий түркистан мустәқиллиқ көриши җәрянида нурғун чоң вәқәләр йүз бәрди. Әмма бу вәқәләр шу вақитниң өзидә нәқ мәйданни көргүчи шаһитларниң әслимилири вә нәқ дәлил ‏- пакитлири топлинип йезип қалдурулмиди, йезилған болсиму аридин узун мәзгилләр өткәндин тарих баян қилиш шәклидә йезип қалдурулди. Әмма бу китабниң өзгичә алаһидилики шу йәрдики, китабта доктур әркин әмәт әпәнди, шәрқи туркистанға мунасивәтлик дунядики нопозлуқ гезит  журналларда елан қилинған хәвәр, мақалә вә мулаһизиләрдин таллап топлиған статистикилиқ мәлуматларни бир йәргә җәмлигән һәмдә өзи бивастә қатнашқан һәр қайси йеғинларниң җәрянини шундақла өз қоли билән тартқан нәқ мәйдан сүрәтлирини киргүзүш арқилиқ китабниң илмий қиммитини техиму ашурған. Буниңдин башқа йәнә , нәқ мәйданни өз көзи билән көргән шаһитлар билән бивастә елип барған сөһбәтлирини киргүзүш арқилиқ китабниң чинлиқини вә тарихий һөҗҗәт болуш характерини юқири көтүргән. Мән мана бу нуқтидин китабни, йезилиш услуби җәһәттинму уйғурларға нисбәтән тунҗи вә өзгичә әһмийәткә игә бир китаб дәп ойлаймән".

Азадҗан боғрахан әпәнди йәнә, бу китабниң уйғурларға болған әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди: "шәрқий туркистан давасиға болған әһмийитигә кәлсәк, мән букитабни шәрқий туркистан давасиниң шундақла үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий әһвалиниң түркийидә тонулуши үчүн муһим рол ойнайду, дәп ойлаймән. Шуңа бу китаб башқа тилларғиму тәрҗимә қилиниши керәк. Бундақ деишимдики сәвәб, урумчи вәқәсидин кейин пүтүн дуня хитайниң һәқиқий әпти  бәширисини тонуп йәтти. Шуңа һазир хитай һөкүмити хәларада бар күчини ишқа селип өзини ақлашқа теришмақта. Болупму йеқиндин буян түркийидә хилму‏-хил зиярәт паалийәтлирини кәң  көләмдә елип бериватқан хитайлар, түркийидики һәр қайси дәриҗилик дөләт әмәлдарлириға соға  салам тарқитиштәк хитайғила хас әнәнивий рәзил вастиләрни ишлитип, түрк хәлқиниң көзини бояшқа урунуп кәлмәктә. Бундақ бир вәзийәттә түрк тилида бу китабниң нәшрдин чеқиши , чоқумки хитайниң түркийидә ойнимақчи болған рәзил оюнлирини бузуп ташлайду вә түрк қириндашлиримизниң хитайға алдинип, қилған сөзлиригә шинип қалмаслиқини ишқа ашуриду."

Азадҗан боғрахан әпәнди ахирида, "шәрқий туркистан хәлқигә нисбәтәнчу дегәндә, бу чәтәл тилида йезилған дәлил, пакитлиқ, тарихий һөҗҗәт болүш характиригә игә йеңи услубтики бир китаб дәп ойлаймән. Қисиқиси, бу китабни, интайин ихҗам , әмма санлиқ вә истатистикилиқ мәлуматларға бай һөҗҗәтлик материяллар топлими дейишкә болиду," деди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу китап һәққидики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.