Батурлар намлиқ тарихий китап нәширдин чиқти
Мухбиримиз арслан
2009.02.06
2009.02.06

RFA Photo / Arslan
2009 - Йили январ ейида "батурлар" намлиқ тарихий китап түркийиниң әнқәрә шәһиридики йәрикан нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди. Бу китабқа "шәрқий түркистан миллий муҗадилә тарихий"дәп қошумчә нам берилгән.
Бу китап әслидә уйғур язғучи пулат қадири тәрипидин уйғур тилида йезилған"өлкә тарихий"дегән китабниң түркчә тәрҗимиси болуп, бу китабни истанбул университи илмий тәтқиқат хадими өмәр қул әпәнди түрк тилиға тәрҗимә қилип нәшир қилдурған.
Бу китап бир муқәддимә, бәш бөлүм болуп, һәр бир бөлими 10 нәччә темидин тәркип тапқан , биринчи бөлүми түркләрниң иптидаий тарихи, тарихта қурулған түрк дөләтлири, һон, көктүрк, уйғур, қараханийлар дәврлиридә қурулған түрк дөләтлири һәққидә тарихий уқумларни өз ичигә алған.
Иккинчи бөлүми болса, қумул инқилабидин кейин уйғур дияриниң турпан, үрүмчи, қарашәһәр, тоқсун, кучар, қәшқәр, хотән, гума, қағилиқ қатарлиқ шәһәрләрдә хитай һакимийитигә қарши елип берилған уруш, қозғилаңлар вә у дәвирдә йүз бәргән чоң вәқәләр һәққидә тохтитилған.
Үчинчи бөлүми, шиңшисәй дәвридә йүз бәргән вәқәләр, шеңшисәйниң уйғурларниң үстидин елип барған бастуруш һәрикәтлири, хоҗинияз һаҗиниң урушта қолға кәлтүргән ғәлибилири шундақла шиңшисәй, маҗуңйиң вә хоҗинияз һаҗилар оттурисида йүз бәргән вәқәләрни өз ичигә алған.
Төтинчи бөлүмидә , алтай, ғулҗа вә или районлирида йүз бәргән вәқәләр, 1944 - йили ғулҗида әлихан төрә башчилиқида "шәрқий түркистан җумһурийити"ниң қурулуши , әйса йүсүп алиптекин, мәмтимин буғра, мәсут сабири қатарлиқ үч әпәндиләрниң сиясий паалийәтлири һәққидә тохталған.
Бәшинчи бөлүми, һонлар, көктүркләр, уйғур хақанлиқи вә қараханийлар дөләтлири билән хитайлар оттурисида йүз бәргән вәқәләр, манҗу вә хитайларниң шәрқий түркистанни истиласи қилиши вә шәрқий түркистан дөлитиниң әслигә келишидин таки хитай коммунистлириниң шәрқий түркистанға киришигә қәдәр уйғур диярида йүз бәргән муһим тарихий вәқәләрни өз ичигә алған.
Тәрҗиман китабниң кириш сөзини мундақ башлиған, "тарихта һечбир кәчүрмиши болмиған, дуняда мәдәнийәт бәрпа қилғучилар қатаридин орун алмиған, милләт болуш туйғусидин йирақ қалған нурғун асия вә африқа хәлқи , һөрийәт байрақлирини егиз көтүрүп, истиқлал маршлири оқуватқан бүгүнки күндә , тарихта әң көп тонулған хәлқләрдин бири һесабланған шәрқий түркистан хәлқи һазирму асарәт астида яшаватиду.
Шималий қутуптики музлар арисида қалған белиқларни қутулдуруш үчүн пүткүл имканийәтләрни ишқа селиватқан һөр дуняниң игилири әпсуслинарлиқ билән шәрқий түркистандики зулум ичидә яшаватқан, әркинлик үчүн тиришчанлиқ қиливатқан, көз яшлири қан болуп еқиватқан хәлқниң ечинишлиқ терагидийилири үчүн һәр қандақ бир қәдәм бесиштин баш тартип кәлмәктә."
Китабниң кириш сөзидә йәнә мундақ йезилған: "1976 - йили шәрқий түркистанға бесип киргән манҗу ишғалийәтчи күчлири или вилайити қатарлиқ шәһәрләрдә кичик бала, әр - аял, ақсақал демәстин 1 милйондин артуқ инсанни қәтли қилған, униңдин башқа йәнә йүз миңларчә кишини сүргүн қилған. Тарих сәһнисидин орун алғандин бири һөр вә мустәқил яшап кәлгән түрк миллити һеч қачан зулумға баш әгкән әмәс, зулумға баш егишни бир харлиқ вә пәскәшлик дәп билип кәлгән түркләр әсир һаләттә яшаштин , уруш қилип, шәрәп билән өлүш йолини давамлиқ өзлиригә ихтияр қилип кәлгән. Характерлиригә уйғун һалда шәрқий түркистан түрклириму манҗу истиласи дәвридә, нурғун қетим қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири елип барған, көпинчиси қанлиқ һалда вәһшиянә бастурулған болсиму бу һәрикәтләрдин нәтиҗә көрүлгән вә 1863 - йили шәрқий түркистан азат қилинип, 14 йил давам қилған мустәқил бир шәрқий түркистан дөлити қурулған."
216 Бәтлик бу китабниң көпүнчә йәрлиридә уйғур дегән сөзниң орниға түрк аталғуси қоллинилған.
Бу китап уйғурлар үчүн интайин тарихий қиммәткә игә, чүнки бу китабниң аптори мәрһум пулат қадири қумул инқилабидин кейин уйғур диярида йүз бәргән вәқәләргә өзи бивастә шаһид болған, униң 1944 - йили ғулҗида қурулған "шәрқий түркистан җумһурийити" ниң рәиси әлихан төрәниң баш катипи болуп хизмәт қилғанлиқи сәвәбидин бу китап уйғурларниң 20 - әсирдики тарихлирини болупму 1930 - йилдин 1949 - йиллар арисида йүз бәргән вәқәләрни, у йиллар арисида уйғур диярида икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң тарихлирини өгиништә ишәнчилик тарихий мәнбә болалайду.