Мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапат болғанлиқиға 13 йил болди

12 - Айниң 17 - күни бүйүк сиясийон, дөләт әрбаби, пидакар муҗадиличи әйса йүсүп алптекинниң вапатиниң 13 - йиллиқ хатирә күнидур.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.12.17
Доктор өмәр қул әпәнди нәшир қилдурған әйса йусуф алптекинниң чоң һәҗимлик әсәр ' шәрқий түркистан ' (2) ниң иккинчи томиниң көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

 Бу мунасивәт билән биз мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәққидә көп санда китаб вә мақалилири елан қилинған истанбул университети тарих оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор өмәр қул әпәнди әйса юсуф алптекинниң чоң һәҗимлик `әсир шәрқий түркистан 2' намлиқ әслимә әсириниң иккинчи томини нәшр қилдурғандин башқа, бу китабниң үчинчи томини йезип нәшриятқа тапшурған. Шундақла биринчи томини қайта нәшргә тәйярлиған. Бу икки китаб йеқинда нәшрдин чиқмақчи.

Доктор өмәр қул әпәндиниң шәрқий түркистан вә уйғурлар һәққидә көп санда мақалиси елан қилинған. Өмәр қул әпәнди радиомизға қилған сөзидә, 94 йиллиқ һаятиниң төттин үч қисмини уйғур хәлқиниң әркинлики, демократийиси вә инсаний һәқ - һоқуқлири йолидики күрәшкә сәрп қилған әйса әпәндиниң 20 - әсирниң 30 - йиллирида яндурған истиқлал мәшәлни һаятиниң ахириғичә өчүрмәй, муһаҗирәттики уйғур милли һәрикитини бүгүнгә қәдәр улаштуруп, уйғур милли муҗадилисниң әбәдийлики үчүн бүйүк төһпә қошқанлиқини, у ялғуз шәрқий түркистан хәлқиниңла әмәс, пүтүн түрк дунясиниң иптихари вә ғуруриға айланғанлиқини ейтти.

Мәрһум әйса йүсүп алиптекин 1925 - йиллири өзини уйғур хәлқиниң һөрийитигә атиған яшлиқ дәвридин башлап, 1995 - йили 17 - декабир күни бу дуня билән видалашқичә болған узун бир заманда, түрк дуняси, әрәб дуняси вә ғәрб дунясида пүтүн имканлири билән уйғур мәсилисини аңлитип, бүгүнки уйғур давасиға асас салған вә өчмәс из қалдурған вәтәнпәрвәр бир зат. Болупму түркийидә шәрқий түркистан нами билән пүтүнлүшип кәткән болуп әйса йүсүп алптекинни билмәйдиған киши йоқ, у тамамән шәрқий түркистанниң символиға айлинип қалған.

Биз әйса юсуф алптекинниң вапатиниң 13йиллиқи мунасивити билән әйса йүсүп алптекинниң 3 томлуқ әслимисини нәширгә тәйярлиған доктор өмәр қул әпәнди билән сөһбәт елип елип бардуқ.
   
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.