Һаҗилиқниң тәқәззаси вә һәҗ ибадитиниң һекмәтлири

Мәлумки, һәҗ ибадити ислам ибадәтлириниң муһимлиридин бири болуп, уни иқтисад вә тән сақлиқ җәһәттин шәрти тошқан адәмләрниң қилиши пәрздур.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.10.25
hej-musulman-mekke.jpg Һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн һәрәмгә кәлгән мусулманлар әрәфатта турмақта. 2012-Йили 25-өктәбир, сәуди.
AFP

Һаҗилиқниң тәқәззаси вә һәҗ ибадитиниң һекмәтлири һәққидә мәлуматқа игә болуш үчүн сәуди әрәбистан радиоси түркистан бөлүминиң диктори ясин һаҗимға бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.

Ясин һаҗим билән сөһбәт

Ясин һаҗим һаҗилиқниң тәқәззаси вә һаҗилиқ қандақ болуши керәк дегән соалларға җаваб берип мундақ деди:
“һәҗ паалийәтлири тоғрилиқ издәнгән киши һәҗниң пәқәт инсанларни гүзәл әхлақлар билән тәрбийиләп йетиштүридиған, тәқвадарлиқни ашуридиған вә яхшилиқ сөйәрләрдин қилип чиқидиған тәрбийә характерлик ибадәт икәнликини чоқум тонуп йетиду. Һаҗи алланиң бәйтидә вә башқа муқәддәс җайларда һәҗ паалийитини ада қилиш җәрянида, аллаһ муқәддәс қилған мубарәк җайларни улуғлаш, улуғ һәҗ айлириниң һөрмитини сақлаш вә алланиң әмр вә мәнилиригә риайә қилиштәк яхши ишларни өзигә өзләштүриду вә юртиға қайтқандин кейинму, һәҗ җәрянида муқәддәс җайларда алған тәрбийиси бойичә йеңи бир һаятқа қәдәм қойиду, бурунқи йетәрсизликлирини ташлап йеңи алған тәрбийиси бойичә иш көриду. Униң һаятидики бу чоң өзгириш униң ибадити, муамилиси вә әхлақида намаян болиду. Башқилар униңдин өгиниду вә униңда йәрләшкән есил пәзиләтләрдин тәсират алиду. Һаҗи икки һәрәм вә башқиму муқәддәс җайларниң һөрмитини сақлашни өгиниш җәрянида, мусулманларниң, җүмлидин пүтүн инсанийәтниң һөрмитини сақлаш вә мәнпәитини қоғдашниң худди икки һәрәм билән улуғ һәҗ айлириниң һөрмитини вә муқәддәсликини қоғдашқа охшаш диний зөрүрийәт икәнликини һес қилиду.

Әрәфат күни ислам нәзиридә мисли болмиған әң улуғ күндур. Бирақ бу күнниң қәдир қиммитини биләлмигән вә һөрмитини сақлимиғанлар үчүн бу күнниң башқа күнләрдин пәрқи йоқтур. Әрәфат сөзиниң мәнисиму тонуш вә тонушуш дегәнлик болуп, һәҗ қилиштин болған мәқсәт аллаһ тааланиң әмрини бәҗа кәлтүрүш болғандәк, аллаһ тааланиң рәһмитини, инамлирини вә мәғпиритини тонуш вә еришиш, дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән һәр милләт мусулманлири билән өз-ара тонушуш, бу арқилиқ өзиниң гүзәл әхлақ, яхши адәт вә өзгичиликлирини уларға намаян қилиш вә уларниң гүзәл әхлақ, яхши адәтлирини, алаһидиликлирини өгиниш һәм қобул қилиштин ибарәттур.

Шу ениқки, һәрәмгә келип әрәфатта турдуқ, һәрәмни тавап қилдуқ, қурбанлиқ қилдуқ вә башқа ваҗибларни ада қилдуқ, шуниң билән һәҗ пәрзини ада қилип униң ғайилирини әмәлгә ашурған болдуқ, дәп мәғрурлинип, кәлгән пети кетиш нақислиқ вә йетәрсизликтур.”

Немә үчүн һәҗҗиси қобул болған адәм анисидин туғулғандәк болиду?

Ясин һаҗим “немә үчүн қилған һәҗҗиси қобул болған адәм пүтүн гунаһлиридин паклинип, худди мәсум бувақтәк пак болиду? немә үчүн башқа ибадәтләрни қилғанларму бир күндила шундақ пак болмайду?” дегән соалға җаваб берип мундақ деди:
“чүнки, һәҗҗиси қобул болған кишиниң етиқадида, әхлақида вә башқа тәрәплиридә җиддий өзгиришләр пәйда болиду. Чүнки, һәҗ шуни тәқәзза қилиду. Мундақ кишиниң имани йеңидин җанлиниду, әхлақи йеңидин гүзәллишиду, ихласи йеңидин күчлиниду, мундин башқа униң йүрүш турушлири, һәрикәтлири, кишиләргә қилидиған муамилилири, гәп сөзлири яхшилиққа, такамуллуққа қарап өзгириду, худди у анисидин әмди туғулған мәсум буваққа охшаш йеңидин дуняға кәлгәндәк болуп өзгириду. Мундақ кишиниң пүтүн гунаһлиридин пак болуп, мәсум бувақтәк болуши әҗәблинәрлик әмәс. Һәҗҗиси аллаһ тааланиң дәргаһида қобул болған кишиниң худди мәсум бувақтәк гунаһлардин пак болидиғанлиқи пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислири арқилиқ испатланған шәксиз һәқиқәт.”

Һәҗниң қобул болғанлиқиниң аламәтлири қайсилар?

Ясин һаҗим биравниң һәҗҗиниң қобул болғанлиқиниң аламәтлири немә? дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“һаҗиниң қилған һәҗҗисиниң қобул болған яки болмиғанлиқини яки һәқиқий һаҗи болған яки болмиғанлиқини униң һәҗдин кейинки әһвалидин көргили болиду. Әгәр һаҗиниң қилған һәҗҗисиниң тәсири униң ички вә ташқи дунясида пәвқуладдә бир өзгириш пәйда қилалмиған, униң иманини күчләндүрәлмигән, әхлақини яхшилиялмиған вә башқа тәрәплирини бурунқисидин яхшилиққа өзгәртәлмигән болса, бундақ һәҗниң саяһәттин пәрқи болмай қалиду. Һәрәмгә кәлгән адәм кишиләрниң нәзиридә һаҗи болувериду. Әмма керәк болғини аллаһ тааланиң нәзиридә һаҗи болуштур. Һәқиқий һаҗи хушпурақ гүлгә охшаш болуп, өзиниң йеқимлиқ мәниви һиди билән хәлқигә гүзәл әхлақ вә есил пәзиләтләрниң пурақлирини чачиду. Хәлқи униңдин мәнпәәтлиниду. Һәқиқий һаҗи мусулманлиқта, вәтәнпәрвәрликтә, гүзәл әхлақта вә башқиму барлиқ яхшилиқларда хәлқигә үлгә болиду.”

Әрәфат күниниң қандақ әһмийити бар?

Ясин һаҗим әрәфат күниниң әһмийитини тонуштуруп мундақ деди:
“әрәфат күни күнләрниң әң улуғи вә әң шәрәпликидур. Һәҗ ибадити мусулманларниң йиллиқ чоң қурултийидур. Мусулманлар һәҗдин ибарәт бу чоң қурултайда, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мусулман қериндашлири билән учришиш арқилиқ бир бири билән тонушиду, исламий қаидә, йосунларни, гүзәл әхлақларни бир биридин өгиниду. Исламий қериндашлиқниң күчлүк риштисини һес қилиду. Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән һаҗиларниң әқидиси бир, илаһи бир, ибадәтлири бир, “әссаламуәләйкум әләйкум” дин ибарәт тили бир вә апақ еһрамдин ибарәт кийиниши бир хил болуп, улар ислам динидики бирлик вә баравәрликниң әмәлий үлгисини бу җайда көриду. Бу җайда байдин гадайни, падишаһтин пуқрани айривалғили болмайду. Һәммиси бирхил қияпәттә болуп, алланиң алдида шундақ һәммә охшашла бәндә икәнликини изһар қилиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.