'Мустәмликә қилинған тупрақларда сүргүн вә ирқий қирғинчилиқлар' намлиқ китаб нәширдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2010.02.09
2010.02.09

RFA Photo / Erkin Tarim
Қаттиқ муқавилиқ қилип нәшир қилинған бу китабқа нурғун рәсимләрму қистурулған болуп, буниңда сталинниң ағиска түрклиригә қарита елип барған сүргүн вә бесим сиясити, албанийә мусулманлири үстидин елип берилған бесим сиясити, азәрбайҗанлиқларға елип берилған сүргүн һәм ирқий қирғинчилиқлар, 1992 - 1995 йиллири арисида сербларниң боснийиликләргә қилған қирғичилиқлири чүшәндүрүлгән.
Булардин кейин йәнә сабиқ болғарийә дөләт рәиси тодорҗивковниң болғарийә түрклиригә, садам һүсәйинниң ирақтики түркий милләтләргә қарита елип барған сүргүн вә ирқий қирғинчилиқ сиясәтлири шуниңдәк йәнә қирим, анатолийә вә косовадики түркий милләтләр учриған сүргүн вә ирқий қирғинчилиқлар рәсимлик испатлар билән баян қилинған.
Әң ахирида, "уйғур түрклиригә қарита елип берилған ирқий қирғинчилиқниң тарихий җәряни вә мәйданға кәлгән вәқәләр" темисида, уйғурларниң кейинки 150 йил җәрянида тартқан зулумлири баян қилинған. Китабниң ахирида йәнә үрүмчи вәқәсиму рәсимләр арқилиқ баян қилинған.
Бу китаб өткән йилиниң ахирида әнқәрәдики графикәр нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған болуп, бу әсәргә түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләргә мәсул дөләт министири фаруқ челик әпәнди беғишлима йезип бәргән.
У беғишлимисида мусулман түркий милләтләр вә мусулманлар дучар болған вә болуватқан сүргүн вә ирқий қирғинчилиқлар һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, әсәрниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ дәп язиду: "бу әсәр йеқинқи заман тарихимизда мусулман түркий милләтләр вә мусулманлар дучар болған инсан һәқлири дәпсәндилири испатлар арқилиқ баян қилинған наһайити зор әһмийәткә игә бир әсәр. Мән бу әсәрни йезип чиққан др. Тайфун атмача әпәндигә рәхмәт ейтиш билән бирликтә, миллити, дини немә болуштин қәтий нәзәр йәр йүзидә һеч қандақ бир инсанниң сүргүн вә ирқий қирғинчилиққа дучар болмастин тинчлиқ ичидә яшишини үмид қилимән."
Бурун уйғур мәсилисигә бу хил китабларда анчә көп орун берилмәйтти. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур мәсилиси түркийидә дунядики әң чоң мәсилиләр билән бирликтә тилға елинишқа башланди.
Биз шәрқий түркистан вәқпи баш секритари һамут гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, бу китабниң әһмийити һәққидә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.