Пәйласоп соқрат: “өз хаталиқини етирап қилиш пәзиләттур”
2012.11.07
Америкидики “инсаний мунасивәтләр институти” ниң қурғучиси деил карник “кишиләр билән қандақ муамилә қилисиз?” намлиқ әсириниң “соқратниң қайил қилиш усули” дегән бабида мундақ дәп язиду:
-Нурғун кишиләр өзидә йетилдүрүш мумкин болған бәзи маһарәтләрдин мәһрум яшайду. Улар өзлиридә йетилдүрүшкә урунмиған бу маһарәтниң тегидә кишиләрни силиқлиқ билән өз райиға көндүрүшниң сирлири ятмақта.
Дуняға мәшһур пәйласоп соқрат бу мавзуда төвәндики усулларни тәвсийә қилиду:
Биринчиси: кишиләрниң хаталиқиға уларни“хаталаштиңиз” демәстин түзитиш бериш. Бирав сизниң йүзиңизгә “хаталаштиңиз” десә, сизниң кәйпиятиңиз һәргизму яхши болмайду, чоқум раһәтсиз болисиз, бу сөз сизгә урулған мушттинму қаттиқ тегиду. Бу омумий инсан тәбиити. Әһвал шундақ икән, сиз қарши тәрәпкә “сиз хаталаштиңиз” дегән сөзни очуқла ейтқиниңизда униңдин немини күтмәкчисиз? тәбиийки, униңдин иҗабий қобулни алалмайсиз. Чүнки мундақ сөз, униң түкини тәтүргә өрүп қойиду вә уни хаталиқта чиң туридиған қилип қойиду. Йәнә сиз “биравға буниң тоғрилиқини испатлап берәләймән” дегәнгә охшаш сөзни қәтий қилмаслиқиңиз лазим. Чүнки мундақ дейиш “сиздин мән әқиллиқ мән, сиз билмигән нәрсини сизгә ейтип бериватимән” дегәнлик болуп, қарши тәрәпни раһәтсиз қилидиған сәлбий услубтур. Иш буниң биләнла тохтап қалмайду. Бу әһвалда, икки тәрәп оттурисида җедәл-маҗиралар чиқиши мумкин. Чүнки, сиз кишиләрниң райини зорлуқ билән өзгәртәлмәйсиз, пәқәт чирайлиқ қайил қилиш усули биләнла өзгәртәләйсиз. Инсан шундақ мәвҗудатки, өзидики һәр қандақ бир адәт яки кәмчиликни бәзидә өзлүкидин өзгәртип кетәләйду. Әмма инсан башқилар тәрипидин хаталаштурулғанда яки “сиз хаталишиватисиз” дейилгәндә, униң өз райида чиң туруш күчи бирдинла өрләп кетиду вә техиму мәһкәм турувалиду. Шуңа пәйласоплардин бири оғлиға: “башқилардин көп һекмәтлик бол, бирақ өзүңниң һекмәтлик икәнликиңни башқиларға ейтма” дегән икән.
Иккинчиси: қарши тәрәпниң хата пикригә чирайлиқ услуб билән түзитиш берииш. Бирав сизгә хата бир пикирни ейтса, униң хаталиқини очуқ ейтмаң. Бәлки “яхши, ундақта мениңму бир пикрим бар, бәлки хаталашқан болушум мумкин, қени ейтип бақай, хата болса түзитиш бәргәйсиз, чүнки мән көпрәк хаталишип қалимән” дәп сөз башлаң. Мундақ қилиш бир сеһир болуп, униң сеһир күчи билән қарши тәрипиңиздики адәмниң көңлини бирдинла өзиңизгә қаритивалалайсиз. Нәтиҗидә, өзиниң хаталиқини йүзини қизартмастинла тонуп йетип, сизниң қарашлириңизни вә башқичә пикриңизни өзлүкидин қайиллиқ билән қобул қилидиған һалға келип қалиду. Болупму юқириқи җүмлидики“мән көпрәк хаталишип қалимән” дегән сөз аңлиғучиниң көңлини худди чирағдәк парлитишқа вә уни қайил қилишқа йетәрлик. Әксичә, “сизниң дегиниңиз тоғра әмәс” яки“мән тоғрисини ейтип берәй”дегәнгә охшиған ибариләр иҗтимаий мунасивәттики әң сәлбий сөзләр болуп, иҗабий нәтиҗә бериштин әлвәттә йирақтур. Чүнки мундақ вақитта қарши тәрәп сизниң тоғра пикриңизни қобул қилиш әмәс, бәлки униңға қарши чиқиш үчүнла тиришиду.
Үчинчиси: хаталиқни дадил етирап қилиш. Сиз өзиңизниң хаталиқини етирап қилған һаман қарши тәрәптикиси ким болушидин қәтийнәзәр, сизгә болған көз қарашлар сәлбийликтин иҗабийлиққа дәрһал өзгириду-дә, қарши тәрәп сизни тәқдирлигүси келиду вә сизгә қайил болиду. Бәлки шу мунасивәт билән өзиниң хаталашқан тәрәплириниму етирап қилип ташлайду. Чүнки “өз хаталиқини етирап қилиш пәзиләттур” дәйдиған һекмәт бар. Сиз хаталиқиңизни етирап қилған икәнсиз, барлиқ муназириләр, талаш-тартишлар өзлүкидин тохтап қалған вә сизгә қарши бөләнгән чишлар өз орнида туруп қалған болиду. Чүнки адәм балиси чоқум хаталишиду. Мәсилә хаталишишта әмәс, бәлки хаталиқни етирап қилмаслиқта. Хаталиқ етирап қилинған икән, мәсилә һәл болди дегән гәп.