Қурбанлиқ қилишниң маһийити немә?

RFA/Shohret Hoshur
Қурбанлиқ қилиш кәмбәғәл болсиму иқтисадий имканийити яр беридиған һәр қандақ мусулманға ваҗип ибадәт болуп һесаблиниду. Ундақта қурбанлиқ қилиш зади қандақ бир ибадәт? униң маһийити немә? қурбанлиқ қилиш алдида қайси дуа оқулиду? қурбан қилишниң келип чиқиш тарихи қандақ? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн 7 китаб 40 мақалиниң муәллипи уйғур зиялийси азатҗан буғра билән сөһбәт елип бардуқ.