Рабийә қадир ханим: мениң хисләтлирим миллитимизниң хисләтлиридур
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.04.24
2009.04.24
www.uyghuramerican.org Дин елинди.
Алдинқи күни "нюйорк вақти гезити" дә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң биографийиси һәққидә бир парчә тәсират мақалиси елан қилинди.
Мақалидә рабийә ханимниң кишилик хисләтлири һәққидә алаһид тохтилип мундақ дейилгән: рабийә ханим, сап, әқиллиқ, чивәр, пидакар, иқтидарлиқ вә баш әгмәс бир аял, болупму қорқмаслиқ униң асаслиқ хислити.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, рабийә ханимниң биографийиси һәққидә тәсиратини баян қилған аптор, ховард фрәнч, америкидики коломбийә университетниң ярдәмчи профессори, нюйорк вақти гезитиниң шаңхәй шөбисиниң мудири. У тәсират мақалисини нюйорк вақти гезитиниң 23 - април санида елан қилған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.