Түгимәс нахшилар йеңи усулупта яңримақта

Рәп нахшилиридин ибарәт африқа ериқидики америкилиқлардин дуняға тарқилип омумлашқан сәнәтниң йеңи бир түри, йеқинқи 10 йил мабәйнидә уйғур яшлириғиму хели чоң тәсир көрсәтти.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.06.14
tahirjan-enwer-305.jpg Мухбиримизниң телефон зияритини қобул қилған таһирҗан әнвәр. 2011-Йили июн.
RFA/tahirjan-enwerning ruxsiti bilen YouTubetin elindi

Һессият, тил қабилийәт вә уни музика ритимиға маслаштуруп орунлашни тәләп қилидиған бу хил әркин сәнәт шәкли уйғур елидики башланғуч мәктәп балилиридин тартип алий мәктәп яшлириғичә тез омумлишиватқан бир хил ипадиләш еқими дейишкә болиду. Һәр хил шәкилдики рәп гуруппилириниң мәйданға келиши билән, етирап қилғудәк, алқишқа еришкүдәк яхши рәп әсәрлириму мәйданға кәлмәктә. Болупму, чәтәлләргә чиққан уйғур яшлириниң иҗадийитидики тарқиливатқан әркин роһ, өткүр тил, шиҗаәт вә үмид ипадиләнгән рәп нахша музикилири, худди әркинликкә еришкән қуштәк һәқиқий сеһрий күчини намаян қилмақта.

Уйғур рәп нахшичилири: “рәп у еқим, тосқили болмайдиған. Чүнки у сөзимиз, роһимиз, партлиған наразилиқлиримиз, көз чаниқимизға тиқилған йиғимиз, бизниң үмид-ишәнчимиз һәтта қоралимиз.”

Ашкара тил, қайнақ һессият билән кишәнсиз роһ музика ритимиға әгишип ипадилигән бир хил сәнәт услуби болған рәп нахшилири, мана шуниң үчүн уйғур яшлириниң яқтурушиға муйәссәр болуп, уйғур сәнитидә техиму җулалинип өз әксини тапмақта. Йеқинқи он йилдин буян рәп нахшилири пәқәтла кәпсиз балиларниң мода нахшиси болуштин көплигән кишиләрниң етирап қилишиға еришип, омумлишиватқан бир сәнәткә айлинип, кочилардин мәктәп сәһнилиригә вә радио, теливезийәләргичә елип чиқилди. Бәзи уйғурчә рәп нахшилири даңлиқ нахша чолпанлири тәрипидин уйғур музикилириниң ритимиға маслаштуруп орунлиниши билән омум етирап қилған йеңи бир сәнәт вариянти сүпитидә мәвҗут болуп барғанчә тәрәққий қилмақта.

Йеқиндин буян демократик әлләрдә яшаватқан уйғур яшлири арисида тариливатқан рәп нахшилири, гәрчә хәлқарадики даңлиқ рәп нахшичилириниң нахшилири билән селиштурғили болмисиму, пикриниң техиму очуқлуқи, тилиниң өткүрлүки билән уйғур яшлири ичидә тәсир күчини көрсәтмәктә. Буниңға голландийидә яшаватқан уйғур рәп нахша һәвәскарлиридин таһир әнвәр вә иляс ибраһимларниң рәп иҗадий нахшилирини мисал қилишқа болиду :

Һаяҗан иликидә телефон зияритимизни қобул қилған таһирҗан өзиниң қумулда туғулуп чоң болғанлиқи, бәзи қумул хәлқ нахшилириниңму рәп нахшилириға охшап қалидиғанлиқини байқиғанлиқини билдүрди. У йәнә өзиниң рәп нахшилириға қизиқишиға 5-июл вәқәсиниң түрткә болғанлиқини баян қилди.

Таһирҗанниң һәмкарлашқучиси, шундақла рәп нахша иҗадийити билән шуғуллиниватқан иляс ибраһим  оттура мәктәп чеғидин тартипла рәп нахшилирини ейтиш вә иҗад қилишқа башлиған болуп, у хитай һөкүмити уйғур балилирини қош тиллиқ маарипқа мәҗбурлаватқан бу күндә тили вә роһи қамалланған уйғур яшлири үчүн уйғур тилидики рәп нахшилириниң уларниң кишәнләнгән тили вә роһини азад қилиштики бир йол икәнликини ипадилиди шундақла техиму көп уйғурларниң рәп нахшилириниң тәрәққиятини қоллишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Нахша-вәтән (Текисти-еляс ибраһим, музикиси вә орунлиғучи-таһирҗан әнвәр)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.