“шаһзадиләр шәһири” амасяниң тарихий кочилирида
2011.09.07
Амася түркийиниң оттура қара деңиз райониға җайлашқан вилайәтлиридин бири. Амася шәһири болса икки тағ оттурисидин еқип өткән йешил дәряси бойиға җайлашқан истратегийилик әһмийәткә игә муһим шәһәрләрдин бири болуп, мәзкур шәһәр 134 миң нопусқа игә кичик шәһәр болсиму, әмма османли империйисиниң падишаһлириниң көпи падишаһ болуштин бурун бу йәрдә валийлиқ вәзиписи өтигән болғачқа кишиләр бу шәһәрни “шаһзадиләр шәһири” дәп атайду.
Түркләр 7 миң йиллиқ тарихқа игә болған амасяни 1075-йилида византийә империйисини ағдуруп ташлап қолға чүшүргән. 1243-Йили моңғуллар сәлҗуқлиларни мәғлуп қилип амасяни ишғал қилған. Тарихи мәнбәләрдә көрситилишичә, бу шәһәргә уйғурларниң келиши 1243-йилларға тоғра келидикән, чүнки чиңгизхан армийисидики баш қоманданлар, мәслиһәтчиләр уйғур икән. 1341-Йилида амася шәһири әратна уйғур дөлитиниң қолиға өткән болса, 1386-йили шаһзадә йилдирим байезид тәрипидин османли империйисиниң қолиға өткән.
Османли шаһзадилиридин йилдирим байезид, чәләби мәһмәт, фатиһ султан мәмәт, иккинчи байезид, явуз султан селим, үчинчи мурат қатарлиқ шаһзадиләр бир мәзгил амасяда валийлиқ вәзиписи өтигәндин кейин османли империйисиниң падишаһи болуп тәхткә олтурған иди.
Тарихий мәнбәләргә қариғанда у мәзгилдә османли ордисидики пәрманлар уйғур тилида тарқитилған болуп, тарихи мәнбәләрдә 1327-йилидин 1381-йилиғичә амася вә амася билән чегридаш бир қанчә вилайәт әратна уйғур бәгликиниң башқуруши астида болған, бу мәзгилдә әратна дөлити бу районларға көп санда уйғур елип келип йәрләштүргән икән.
Амася шәһиригә 32 километир келидиған уйғур наһийисидики уйғурларму шу вақитларда бу йәрләргә йәрләшштүрүлгән. Бәзи тарихчилар түркийидә йәнә көп санда уйғурлар олтурақлашқан йәрләр барлиқини илгири сүрүшмәктә.