Мусулманларниң уруқ-туғқанлар ара бир-бирини йоқлаш әнәниси
2011.10.27

Уруқ-туғқанлар ара бирини йоқлишиш вә издишиш қуран кәриминиң тәбири бойичә, силә-рәһим дәп атилиду. Силә рәһим уруқ туғқанларниң өзара бир биригә маддий вә мәниви җәһәтләрдин ярдәм қилишиши билән арисидики туғқанчилиқни давамлаштуруши арқилиқ уларниң һәммә бирлик вә инақлиқ ичидә, бәхтлик һаят сүрүшигә капаләт қилидиған бир есил хисләттур.
Мәшһур ислам мутәпәккури муһәммәд ғазали “мусулманниң әхлақи” дегән әсиридә мундақ дәп язған: “пәйғәмбәр әләйһиссалам силә-рәһимни давам қилдурушқа тәшәббус қилип,‛кимки ризқиниң кәң болушини абруйиниң мәңгү қелишини яқтуридикән, уруқ туғқанлириға силә рәһим қилсун.‚ дегән. Уруқ туғқанларға силә рәһим қилиш маддий вә мәниви һәр икки җәһәтни өз ичигә алиду. Маддий җәһәттин силә рәһим қилиш дегәнлик: уруқ туғқанлардин бирәрси маддий қийинчилиққа дуч кәлгән болса, униңға пол мал ярдәм қилиш, қәрздар болса, уни үзүшкә ярдәм қилиш, кесәл болса, уни давалитиш вә улардин бирәрси аҗиз болса, униң ишлириға күчи билән ярдәм қилиш қатарлиқларниң һәммисини өз ичигә алиду. Әмма мәниви җәһәттин силә рәһим қилиш дегәнлик: уруқ туғқанларни зиярәт қилиш, кесәл болса йоқлаш, чақирса уларға қәдәм тәшрип қилиш, уларниң мусибәтлиригә тәзийә билдүрүш, хушаллиқлирини тәнтәнә қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.”
У йәнә мәзкур әсиридә мундақ дәп язған: “ата аниға яхшилиқ қилишму силә рәһимниң түригә кириду. Қуран кирими мусулманларни аилиләр оттурисидики туғқанчилиқ мунасивитини инақ шәкилдә давам етишкә вә һечбир заман уруқ туғқанлиқни үзүп қоймаслиққа чақириду. Йәһудий вә христиан динлиридиму кишиләрни өзара силә рәһим қилишишқа буйрулғанлиқи мәлум. Қуран кәримидә: ‛уруқ туғқанға, аҗиз уруқ кәмбәғәлгә, юртидин айрилип, йолда қалған полсиз мусапирға хәйр сахавәттин һәққини бәргин.‚ дәп көрситилгән. Силә рәһим қилиш көплигән кишиләрниң чүшәнгинидәк, сөз билән, қуруқ салам билән яки уларни зиярәт қилип қоюш биләнла ада тапмайду. Бәлки оруқ туғқанларға өз нәпсиниң мәнпәәтлиридин кечип қоллиридин келишичә ярдимини йәткүзүш билән болиду.”
Силә рәһим қилишниң тәртипини
У йәнә мәзкур әсиридә мундақ дәп язған: “яхшилиқ вә ярдәм аввал кишиниң әң йеқин адимигә қилиштин башлиниду. Имам нәвәви силә рәһим қилинидиғанларниң мәртивилири һәққидә мундақ дегән: ‛силә рәһимни әң аввал аниға, униңдин кейин атиға, униңдин кейин чоң дада вә чоң аниларға, униңдин кейин қиз оғул қериндашларға, униңдин кейин таға акилар вә таға ачиларға униңдин кейин қиз оғул қериндашларниң вә тағиларниң пәрзәнтлиригә, униңдин кейин қошниларға, униңдин кейин қейин ата вә қейин ана қатарлиқ қодилиқтики туғқанлириға қилиш керәк. Қошниларға силә рәһим қилишта, уларниң силә рәһим қилғучиниң өйигә йеқин болуш вә узақ болушидики тәртип бойичә иш елип берилиду. Йенидики қошниға силә рәһим қилиш йирақтики қошниға силә рәһим қилиштин зөрүрдур. Шуниң үчүн, аввал йеқиндикисигә, андин йирақтикисигә қилиш керәк.‚ әмма, кишиниң өз аилисигә йәни аялиға вә пәрзәнтлиригә қилидиған чиқимлири‛силә рәһим‚ нами билән әмәс, бәлки‛нәпиқә‚ нами билән атилиду. Нәпиқә силә рәһимдин алдинқи орунда туриду. Киши өз аилисиниң еһтияҗлирини толуқ қамдап болғандин кейин, андин башқиларға силә рәһим қилиши керәк. Өзиниң аилисидикилири еһтияҗлиқ һаләттә турса, уларниң еһтияҗлирини қамдимастин башқиларға ярдәм қилимән, туғқанларға ярдәм қилимән дейиш яхши әмәс.