`Тунҗи уйғур дуня хәритиси вә униңдики японийә аталғуси` намлиқ китаб нәшрдин чиқти

Японийә кагошима университетиниң тәтқиқатчиси һаҗи қутлуқ қадириниң `тунҗи уйғур дуня хәритиси вә униңдики японийә аталғуси` намлиқ китаби 2008 - йили 12 - айниң 15 - күни түркийә явро - асия тәтқиқат тәлим - тәрбийә параванлиқ фонди тәрипидин инглиз вә япон тиллирида нәшр қилинди.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.12.24
Haji-qutluq-kadiri-305.jpg 10 - Айниң 20 - күнидин 26 - күнигичә әнқәрәдә 6 - нөвәтлик хәлқаралиқ тил қурултийиға қатнашқан һаҗи қутлуқ қадири әпәндиниң мухбиримиз әркин таримниң зийаритини қобул қиливатқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Мәзкур китаб төвәндики мәзмунлардин тәркип тапқан:

Биринчи бөлүми, `тунҗи уйғур дуня хәритиси вә униңдики японийә аталғуси` дегән мақалә болуп, бу тәтқиқат мақалиси бу йил 10 - айниң 16 - күни японийә кагошима хәлқара университетида өткүзүлгән уйғур алими мәхмут қәшқириниң миң йиллиқини мәхсус хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән муһакимә йиғинида оқуп өтүлгән мақалә болуп, мақалидә уйғурларниң италийилик експедитсийичи марко полодин 400 йил аввал уйғур алими мәхмут қәшқириниң түркий тиллар дивани намлиқ бүйүк әсиридә японийә хәритисини сизғанлиқи вә униңда японийә һәққидә қисқичә чүшәндүрүш бериш билән биргә бүгүнки японийини мәхмут қәшқириниң "җабирқа" нами билән өз әсиридә әкс әттүргәнликидин ибарәт йеңи тарихий көз - қарашлар оттуриға қоюлған тәтқиқат мақалисидур.

Иккинчи бөлүми, `япон вә уйғур тиллиридики мо вә я қошумчилириниң охшашлиқи вә пәрқи` дегән мақалә болуп мәзкур мақалә бу йил 10 - айниң 19 - күнидин 26 - күнигичә түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә өткүзүлгән 6 - нөвәтлик түрк тили қурултийида оқулған мақалә болуп, мақалидә уйғур вә япон тиллириниң грамматикилиқ җәһәтләрдики охшашлиқи вә бәзи бир пәрқләр һәққидә елип берилған тәтқиқат мақалисидур.

Үчинчи бөлүми, "қутадғу биликтики драмматикилиқ алаһидиликләр" дегән мақалә болуп аптор мақалида уйғурларниң буддизим дәвридики сәһнә әсәрлири билән уйғурларниң исламийәтни қобул қилғандин кейин барлиққа кәлгән шеирий дастан шундақла чоң һәҗимдики әсәр һесабланған уйғур алими йүсүп хас һаҗипниң қутадғу билик намлиқ әсиридики драмматикилиқ алаһидиликләр тоғрисида селиштурма тәтқиқат елип берилған мақалә болуп, мәзкур мақалә 2005 - йили қазақистанниң алмата шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ уйғур тарихи вә әдәбияти йиғинида оқуп өтүлгән мақалидур.

Бу илмий мақалилар топлими һәққидә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн китабниң аптори, японийә кагошима университетиниң тәтқиқатчиси, һаҗи қутлуқ қадири билән телефон зиярити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң һаҗи қутлуқ қадири билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.