Әхәт әндиҗанниң 'чәтәлләрдә түркистан муҗадилиси' намлиқ китаби нәшрдин чиқти

Йеқинда истанбулдики әмирә нәшрияти тәрипидин түркийиниң сабиқ дөләт министири, профессор доктур әхәт әндиҗан язған "чәтәлдә түркистан муҗадилиси" намлиқ китаб нәширдин чиқти.
Мухбиримиз арислан
2009.10.30
Turkistan-mujadilisi-Ehet-Andijan-kitap-305.jpg , профессор доктур әхәт әндиҗан йазған "чәтәлдә түркистан муҗадилиси" намлиқ китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Arslan

Бу китаб кириш сөз, 5 бөлүм вә бир қошумчидин тәркип тапқан болуп, китабта асаслиқи 20 ‏- әсирдә оттура асиядики өзбекистан, қазақистан, қирғизистан, шәрқий түркистан, түркмәнистан, афғанистан қатарлиқ дөләт вә районларда йүз бәргән чоң вәқәләрни, уруш вә сияси вәзийәтләрни әкис әттүргән болуп, китабта әйни замандики шәрқий түркистан тарихи вә сияси вәзийити һәққидиму тәпсилий тохталған. 942 Бәттин тәркип тапқан китабта йәнә,түркистандин чәтәлләргә һиҗрәт қилип түркистан даваси үчүн паалийәтләр елип барған муһим шәхсләр вә уларниң 70 йиллиқ сиясий паалийәтлири тонуштурулған.

Китабта 1927 ‏- йили түркистан муһаҗирлири тәрипидин истанбулда қурулған 'түркистан миллий бирлик һәрикити' намлиқ тәшкилатниң ғәрбий түркистан вә шәрқий түркистан үчүн чәтәлләрдә елип барған хизмәт паалийәтлири вә бәзи дөләтләр билән елип барған дипломатийә мунасивәтлири һәққидә муһим учурлар йезилған.

Китабниң кириш сөзидә мундақ дейилгән: 20 ‏- әсир уруш вә ишғалийәт әсири болди. Икки чоң дуня уруши вә узун заман давам қилған идеологийилик соғуқ уруш мәзгилидә, милйонларчә инсан һаятидин айрилди вә милйонларчә инсан өз вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болди. Хусусән совит иттипақида коммунист идеологийисиниң контроли астиға киргән милләтләр инсанийәт тарихиниң әң чоң паҗиәлирини бешидин кәчүрди.

Кәлгүсини баһанә қилип бүгүнини қуллуққа айландурушни мәқсәт қилған хам хиялларға қарши чиқмай баш әгкәнләр һаят қалалиди, қарши чиққанлар болса рәһимсизләрчә өлтүрүлди. Бу инсан қелипидин чиққан идеологийигә қарши уруш қилиш вә вәтинини мустәқиллиққә ериштүрүшни үмид қилип чәтәлләргә чиққан түркистан зиялийлири болса дуняниң вәзийитини бәлгиләйдиған чоң күчләр арисидики тоқунуш мәйданида йәмчүк болуш паҗиәсигә дүч кәлди.

Китабта йезилишичә, 1931 ‏- йили хитай билән япунийә урушуватқан мәзгилдә, шәрқий түркистанниң қумул вилайитидә хоҗинияз һаҗиниң башчилиқида хитай һакимийитигә қарши уруш партлап қисқа вақит ичидә бу урушниң пүткүл районға кеңәйгәнлики вә урушниң башта япунийә қатарлиқ көплигән күчләрниң диққитини тартқанлиқи илгири сүрүлгән.
Китабта йәнә 1920 ‏- йили түркистанда қурулған түркистан миллий бирлик һәрикити тәшкилати кейин чәтәлдә паалийәт елип барған булуп, бу тәшкилат җәнубий түркистанда совит иттипақиға қарши паалийәт елип бериш билән биргә, шәрқий түркистан үчүнму паалийәттә болғанлиқи йезилған.

Китабта мундақ дейилгән: түркистан миллий бирлик һәрикити шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә асаслиқи у йәрниң илим ‏- мәрипәт вә маарип ишлири һәққидә хизмәт қилған. Хитайларға қарши сияси саһәдә болса актип әмәс иди. Әмма 1931 ‏- йили хитай ‏- япун уруши болғанда, бу уруштин пайдилинип манҗурийигә охшаш бир дөләтниң шәрқий түркистанда қурулуп шәрқий түркистанниң мустәқил болушини мәқсәт қилған вә япунийә билән алақә қилған һәмдә японийиниң шәрқий түркистанға ярдәм қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Түркистан миллий бирлики һәрикити шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә япунийәдин төвәндики икки нуқтини асас қилип туруп ярдәм тәләп қилған:

1 ‏- Шәрқий түркистанда чечилаңғу һаләттики миллий вә сияси истиқлал пикирлирини бир гәвдигә айландуруш вә муәййән бир вақит вә басқучқа қәдәм қоюш үчүн шәрқий түркистанға йеқин бир йәрдә сияси гезит вә журнал нәшр қилиш.

2 ‏- Шәрқий түркистанниң һәр қайси шәһәр вә кәнтлиригә тәшвиқатчи вә тәшкилатчи адәмләр әвәтип тәшкилатлар қуруш.

Түркистан миллий бирлики һәрикитиниң бу тәлипигә япунийә һөкүмити һечқандақ җаваб бәрмигән, әмма 1935 ‏- йилидин кейин полшаниң васитиси билән, японийиниң промете һәрикити түркистан миллий бирлик һәрикити билән мунасивәт қилған.

Китабта йәнә, түркистан миллий бирлики тәшкилатиниң шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә елип барған паалийәтлири һәққидә тохтилип мундақ йезилған: түркистан миллий бирлики тәшкилати шәрқий түркистан мәсилисини яш түркистан журнилида мақалә йезиш арқилиқ, түркистан түрк яшлири бирлики тәшкилати тәрипидин уюштурулған йиғинларда, мустафа чоқай оғлу тәрипидин әнглийә, парс, варшавада өткүзүлгән йиғинларда күнтәртипкә кәлтүргән. япунийидин ярдәм алалмиған бу тәшкилат бу қетим әнгилийидин ярдәм тәләп қилған. Түркистан миллий бирлики тәшкилатиниң әйни замандики рәһбәрлири шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йиғин ечип, шәрқий түркистан һәққидә әнгилийидин ярдәм елишни қарар алған вә тәшкилат рәиси осман хоҗаоғлу әнгилийидә йиғинға қатнишиватқан мустафа чуқайға хәт йезип тәшкилат намида әнгилийидин шәрқий түркистан һәққидә ярдәм тәләп қилишни вәзипиләндүргән. Мустафа чуқайоғлу әнглийә падишаһидин ярдәм тәләп қилип тәшкилат намида, шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи, җуғрапийиси вә сиясий вәзийити һәққидә йезилған бир мәктупни сунған, әмма әнгилийидин һечқандақ җаваб кәлмигән. Кейин түркистан миллий бирлики тәшкилати полшадинму ярдәм тәләп қилип һечқандақ нәтиҗигә еришәлмигәндин кейин, шәрқий түркистан мәсилисигә өзлири бивастә қол селишни мувапиқ көргән. Шуниң билән шәрқий түркистанға тәшкилат намида бир қанчә киши әвәтип, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн паалийәт елип беришни қарар қилған вә 1933‏- йили 9 ‏- айда тәшкилатниң баш катипи муҗдәддин дәлил истанбулдин һиндистан йоли арқилиқ шәрқий түркистанға бериш үчүн йолға чиққан, әсли салаһийитини йошуруш үчүн түркийидә чиқидиған ахшам гезитиниң мухбири болуп вәзипиләндүрүлгән. Муҗдәддин дәлил қәшқәргә йетип берип мәлум мәзгилдин кейин туңганлар тәрипидин тутқун қилинған. Кейин генерал мәһмут муһити қәшқәрни контрол астиға алғандин кейин муҗдәддин дәлил түрмидин азад болған вә 3 йил мәһмут муһити билән бирликтә хизмәт қилған. Йәнә бир тәрәптин қәшқәрдики бәзи мәктәпләрдә тәлим ‏- тәрбийә саһәсидә хизмәт ишлигән. Кейин қәшқәрдә туңганлар билән уруш башлинип кәткән вә туңганлар қәшқәрни ишғал қилип шәрқий түркистан ислам җумһурийитини ағдурувәткән. Русийә, хитай вә туңганлардин ибарәт үч дүшмәнниң арисида қалған шәрқий түркистанниң мустәқил болушиниң мурәккәплишип кәткәнликини көргән муҗдәддин дәлил 1937 ‏- йили 4 ‏- айда қәшқәрдин һиндистан йоли арқилиқ истанбулға қайтқан. Китабта йәнә муҗдәддин дәлилниң 1937 ‏- йили қәшқәрдә чүшкән рәсими қоюлған.

Китабта йәнә, түркистан миллий бирлики һәрикитиниң шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә япунийә, әнглийә вә полша қатарлиқ дөләтләрдин ярдәм тәләп қилип язған мәктүплириниң әсли қолязмилири вә түркистанниң 1920 ‏- йиллардики хәритиси киргүзүлгән. Китабта, 1933 ‏- йили шәрқий түркистанниң омумий нопусиниң 5 милйон икәнлики йезилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.