Муса әпәнди: түркистан паҗиәси (2)
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.05
2008.11.05

RFA / Arslan
Бу китабниң асасий қисими әйни вақитта қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә беғишланған болуп, һилал әхмәр җәмийитиниң қурғучиси муса әпәнди қәшқәр вәқәлириниң муһим шаһидлиридин биридур.
Истиқлал җәмийитиниң қурулуши
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабиниң баш қисмида 1931 - йили қумулда көтүрүлгән хоҗа нияз һаҗим рәһбәрликидики қозғилаңниң тез арида пүтүн уйғур дияриға кеңийип, илгири кейин хотән, қәшқәр, ақсу вә башқа җайларниң қозғилаңчиларниң қолиға өткәнлики, җиншурен башчилиқидики өлкилик милитаристлар һөкүмитиниң сиясий өзгириш билән ағдурулуп, униң орниға шең шисәйниң чиқип, қозғилаңни бастуруш үчүн түрлүк чарә - тәдбирләрни қолланғанлиқини өз ичигә алған бир қатар сиясий вәзийәтни омумлаштуруп баян қилғандин кейин, 1932 - йили, қумул вә хотән инқилабиниң илһами астида қәшқәрдики бир түркүм зиялийлар, тәрәққийпәрвәр, милләтпәрвәр диний затлар, қол - һүнәрвәнләр һәм тиҗарәтчиләрдин тәркип тапқан "истиқлал җәмийити" дәп аталған бир мәхпий тәшкилат қурулғанлиқини баян қилиду.Муса әпәнди өзиму мәзкур тәшкилатниң әзаси болғанлиқи үчүн бу тәшкилатниң әзалириниң тизимликини яхши билгән. Униң баян қилишичә, "истиқлал җәмийити" гә қәшқәрдики уйғурлар вә пәрғанидин келип, қәшқәрдә йәрлишип қалған бир қанчә нәпәр өзбекләр иштирак қилған.
Мадотәй вә қозғилаң янғини астидики қәшқәр
Муса әпәнди мундақ язиду; " хотәндә болған исянниң хәвири йирақ - йеқинларға пур кәтти, тарқалған хәвәрләргә қариғанда, хотәндә болған инқилаб ғәлибә қилған, инқилабчилар зәпәр үстигә зәпәр қазинип, яркәнткә йүрүш қилған һәмдә яркәнт кона шәһәрни ишғал қилғандин кейин, йеңи шәһәрни муһасиригә алған, йәнә бир тәрәптин ақсудики муҗаһидлар қәшқәргә қарап келиветипту, дегән хәвәрләр тарқалди. Шу чағларда қәшқәрдә турушлуқ вилайәтниң һәрбий қомандани уруш мәйданиға бармай турупла хитайларниң әнәниси бойичә зәһәр ичип өлүвалди, униң тәзийә мурасимиға қәшқәрдики хитайлар, туңганлар вә башқилар қатнашти. Униңдин кейин яң чимин сиҗаң қармиқидики әскәрләрни елип, ақсудин келиватқан муҗаһидларниң йолини тосуш үчүн маралбешиға қарап йолға чиқти."Муса әпәндиниң баян қилишичә, бу чағда қәшқәр валиси машавву йәни мадотәй әскәр топлап, яң чиминға ярдәм берип турған, у даим әскәрлирини көз - көзи қилип, қәшқәр аһалисини тинчландурмақчи болған болсиму, бирақ ақсу тәрәптики қозғилаңчиларниң ғәлбисиери алға илгириләп, қәшқәр тәрәпкә келиватқанлиқ хәвирини тосуп қалалмиған. Һәтта мадотәй яридар болған өз әскәрлирини давалаш үчүн қәшқәрдики дохтулардин йивилинка вә униң ярдәмчиси шаһи мәрдан, шивит дохтури андерсон қатарлиқ адәмләрни алдинқи сәпкә әвәтиду. Узун өтмәй, яң чиминму қозғилаңчилар тәрипидин мәғлуп болуп, ярилинип қәшқәргә қечип келиду.
Қәшқәрни елиш
Мадотәй қозғилаңчиларға тақабил туруш үчүн, қәшқәр әтрапидики тағларда яшайдиған қирғизлардин вә қәшқәрликләрдин қошун тәшкил қилиду. Истиқлал җәмийити болса астириттин хәлқни қозғашқа вә кучар тәрәпләрдин келиватқан төмүр ғази башчилиқидики қозғилаңчиларға маслишип, шәһәрни елиш үчүн бир қатар паалийәтләрни елип бариду.Муса әпәндиниң йезишичә, ахири 1933 йили, 2 - айниң 2 - күни таң сәһәр вақтида осман ели башчилиқидики қирғиз қошуни атуш тәрәптә қозғилаңға аваз қошқан уйғур пидаийлар билән бирликтә һәр хил қораллар билән қораллинип, атлиқ һәм пиядә қәшқәргә һуҗум башлайду.
Шәһәр ичидики мадотәйгә әскәр болған уйғурлар вә пәрғанидин келип, қәшқәрдә йәрләшкән һәмдә мадотәйгә әскәр болған өзбекләрму дәрһал ичидин маслишип җәң қилип, ахири шәһәрни алиду. Әмма, дотәй ямулини елиш қийинға чүшкән болуп, мадотәй өз әскәрлири билән қаттиқ қаршилиқ көрситиду.