Түркийидә ' мәһмуд қәшқири китаби' намлиқ китаб нәшр қилинди
Мухбиримиз әркин тарим
2009.02.12
2009.02.12

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу паалийәтләрдин башқа мәхмут қәшқиригә атап мәхсус соғат әсәрләр нәшир қилинди. Булардин бири түркийә җумһурийити дөлити мәдинийәт вә саяһәт министирлики тәрипидин нәшир қилинған `қашқарли маһмуд китаби` яни `мәхмут қәшқири китаби` намлиқ әсәрдур.
Бу китаб өткән йили ахирида германийәниң франкфурт шәһридә өткүзүлгән хәлқаралиқ китаб йәрмәнкисидиму көрситилди. Бу китаб түркийәдә тонулған түрколог уйғуршунас проф. Др. Сәма барутҗу өзөндәр ханимниң тәһрирликидә нәширгә тәйярланған болуп, әсәргә мәхмут қәшқири, түркий тиллар дивани вә шу заман һәққидики қиммәтлик мақалилар киргүзүлгән.
34 Түркологниң мақалисидин тәркип тапқан 496 бәтлик чоң һәҗимдики бу әсәр түрк мәдийәт тарихини җүмлидин уйғур диярини әкс әттүргән көп санда рәңлик рәсимләр биләнму безәлгән.
`Қашқарли махмуд китаби` намлиқ мәхмут қәшқиригә атап йезилған бу әсәргә түркийә җумһурийәти мәдинийәт вә саяһәт министири әртуғрул гүнай беғишлимә йезип бәргән болуп, беғишлимида мундақ дейилгән: "тилимизниң мәдинийитимизниң әң муһим мәнбәлиридин бири болған, `түркий тиллар дивани` намлиқ әсәрни язған мәхмут қәшқири тунҗи түрк тилчиси болуш сүпити билән унутулмас абидә бир шәхистур. Мәхмут қәшқириниң әсири тилнила әмәс, етмологийә, тарих, әдәбият вә фолклорға охшаш саһаларниму өз ичигә алған. Мәхмут қәшқириниң әсири бүгүнки күндиму түрк мәдәнийитиниң асасий мәнбә әсәрлиридин бири болуш алаһидиликини қоғдимақта. Туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән UNESCO мәхмут қәшқири йили елан қилған 2008 - йилида мәдинийәт министирлики болуш сүпитимиз билән мәхмут қәшқириниң түрк мәдинийитигә қошқан тоһписигә тәшәккүр ейтиш үчүн бу әсәрни оқурмәнләрниң пайдилинишиға сундуқ."
Әсәрниң кириш қисмида әсәрни тәйярлиған баш тәһрир әнқәрә университити тил вә тарих хһоғрапийә факултити һазирқи заман түркий тиллири вә әдбиятлари бөлүми оқутқучиси проф, др. Сәма барутҗу өзөндәр ханимниң бу әсәрни тонуштуруп язған мақалисиға йәр берилгән. У мақалисида китабдики 33 илмий мақалини түрләргә айрип тонуштурған.
Бу китабда түркийә һаҗәттәпә университитидә тарих оқутқучиси др. Әркин әкрәмниң `21 - әсирдә түрк дунясиниң шәрқи райони` мавзулуқ мақалиси билән истанбул бейкәнт университити түрк тили вә әдәбияти бөлүми оқутқучиси др. Мәғпирәт камалниң түркий тиллар диванида мәтафор вә мәтономи` мавзулуқ мақалисиғиму йәр берилгән.
Әсәрдә йәнә түрк дунясида тонулған түркологлардин проф. Др. Әхмәт биҗан әрҗиласун, чағатайчә көп әсәрләр язған әнқәрә университити оқутқучиси проф. Др. Мустафа җанполат, истанбул университити түрк тили вә әдәбияти факултити оқутқучиси проф. Др. Кәмал әрарслан қатарлиқларниң мақалисиму йәр алған.
Др. Мәғфирәт камал ханим мақалиси һәққидә мәлумат бәрди вә бу әсәрниң илмий қиммитиниң интайин юқури икәнлики тоғрисида тохтилип өтти.