Түркийидә уйғур излири (1)

Уйғурларниң ғәрбкә қарап көчүши наһайити узун тарихқа игә. Тарихий мәнбәләргә қариғанда 1071 - йиллиридин тартип уйғурлар анатолийигә йәни бүгүнки түркийә земиниға келишкә башлиған. Һәтта уйғурлар анатолийиниң оттура районида "әратна бәглики" намида дөләт қурған.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.03
14-esir-Turkiyide-qurulghan-Uyghur-medrisi-chushenche-305 Сүрәт, сарай мәдрисиниң алдиға түркчә вә инглизчә қилип төвәндики мәзмунда йезилған чүшәндүрүшләрниң нусхиси: "бу мәдрисини әратна дөлитиниң қурғучиси алаеддин әратна 1339 - йили салдурған. Дәсләптә меһманхана, кейин мәдрисә қилип ишлитилгән. Бу мәдрисиниң ичидә алаеддин әратна ханниң айали сули паша хатун билән әратна дөлитиниң падишаһлиридин мәмәт вә алаеддин әлиниң қәбриси бар."
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу бәгликниң қурғучиси алаеддин әратна уйғур болуп, көсә падишаһ дәпму аталған икән. Алаеддин әратна дәсләптә чиңгизхан армийисидә, кейин иликханлиқ дөлитиниң армийисидә баш қомандан ярдәмчиси болуп вәзипә өтигән.

Әратна бәглики мәзгилидә өзи һөкүм сүргән тупрақларда көп санда мәсчит вә мәдрисә салдурған. Буларниң ичидә әң муһимлиридин бири қәйсәри шәһириниң алпарслан мәһәллисидики көшк мәдриси йәни сарай мәдрисидур.
14-esir-Turkiyide-qurulghan-Uyghur-medrisi-305
Сүрәт, әратна дөлитиниң қурғучиси алаеддин әратна 1339 - йили салдурған көшк мәдриси йәни сарай мәдрисиниң алди көрүнүши болуп, сүрәттә, мухбиримиз әркин әмәт әпәндиниң қәйсәридә туғулуп чоң болған тарих һәвәскари абдулқадир түмтүрк әпәндини зийарәт қилмақта.
RFA Photo / Erkin Tarim

Мәдрисиниң алдиға түркчә вә инглизчә қилип төвәндики чүшәндүрүшләр йезилған:
    
"Бу мәдрисини әратна дөлитиниң қурғучиси алаеддин әратна 1339 - йили салдурған. Дәсләптә меһманхана, кейин мәдрисә қилип ишлитилгән. Бу мәдрисиниң ичидә алаеддин әратна ханниң аяли сули паша хатун билән әратна дөлитиниң падишаһлиридин мәмәт вә алаеддин әлиниң қәбриси бар."

Биз бу мәдрисә һәққидә мәлумат елиш үчүн қәйсәридә туғулуп чоң болған тарих һәвәскари абдулқадир түмтүрк билән сөһбәт елип бардуқ. 

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.