Түркийидә уйғур излири (2)

Өткәнки программимизда 14 - әсирниң оттурилирида түркийиниң оттура қисмида қурулған әрәтна уйғур дөлити мәзгилидә әратна дөлитиниң қурғучиси алаиддин әратна тәрипидин 1339 - йили яситилған сарай мәдриси һәққидә мәлумат бәргән идуқ.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.07
Turkiye-Anatolu-Bunyan-ulug-jamisi-305 Сүрәт, қәйсәриниң бунйан наһийисидики бүнйан улуғ җамәси һәққидә мәлумат берилгән үзүндә тахтиси болуп, бу мәсчитни илханлар дөлитиниң анатолийә валиси, әсли уйғурлардин келип чиққан заһириддин мәхмут 1334 - йили салдурған. Бу мәсчитни бинакар қарабулу оғли калуйан лайиһилигән.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бүгүнки программимизда қәйсәриниң бунян наһийисидики бүнян улуғ җамәси һәққидә мәлумат беримиз. Бу мәсчитни илханлар дөлитиниң анатолийә валиси, әсли уйғурлардин келип чиққан заһириддин мәхмут 1334 - йили салдурған. Бу мәсчитни бинакар қарабулу оғли калуян лайиһилигән.
Turkiye-Anatolu-Bunyan-ulug-jamisi-Abdulqadir-tumturk-305
Сүрәт, қәйсәриниң бунйан наһийисидики 1334 - йили салдурулған бүнйан улуғ җамәси болуп, сүрәттә, мухбиримиз әркин әмәт әпәндиниң қәйсәридә туғулуп чоң болған тарих һәвәскари абдулқадир түмтүрк әпәндини зийарәт қилмақта.
RFA Photo / Erkin Tarim

Мәсчитниң тамлири бөрә бешиниң рәсимлири билән безәлгән болуп, бу, уйғурларға хас бинакарлиқ сәнити икән. Бүнян, қәйсәри шәһириниң ғәрбий шималиға җайлашқан болуп, қәйсәри шәһиригә қириқ километр келиду.

Бүнян 13 миң нопусқа игә бир кичик наһийә болуп, түркийидики уйғур излири әң көп болған җайларниң биридур.

Биз бу мәсчит һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн қәйсәридә туғулуп чоң болған тарих һәвәскари абдулқадир түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.