'Хитайларниң мәқсиди пүтүн милләтләрни йоқитиш' намлиқ китаб японийидә нәширдин чиқти

Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә арқа арқидин китаблар нәшир қилинмақта. японийидә 3 - айниң 5 - күни "хитайларниң мәқсиди пүтүн милләтләрни йоқитиш" намлиқ китаб нәширдин чиққан.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.03.06
ILham-mahmut-kitap-305 Йапонийидә 3 - айниң 5 - күни нәширдин чиққан "хитайларниң мәқсиди пүтүн милләтләрни йоқитиш" намлиқ китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу китабниң апторлиридин бири болған илһам мәхмут әпәндиниң ейтишичә бу әсәр японийидә уйғурлар һәққидә нәшир қилинған китаблар ичидә уйғур аптор япон тилида язған тунҗи әсәр икән.

Бу китаб 237 бәттин тәркип тапқан болуп, ктабда уйғур, моңғул вә тибәт апторларниң өз милләтлириниң тарихи, бүгүнки вәзийити, хитай һөкүмитиниң бу милләтләргә елип бериватқан бесим сиясити, дунядин шундақла японийидин күткән үмидлири қатарлиқ мәсилиләр баян қилинған.

Бу китабниң уйғурлар һәққидики бөлүмини язған японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәнди китабида уйғурларниң тарихи һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, нуқтилиқ һалда 1933 - йили қәшқәрдә, 1944 - йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлири һәққидә тохталған.

Илһам мәхмут әпәнди `хитайларниң мәқсиди пүтүн милләтләрни йоқитиш" намлиқ бу китабниң уйғурлар һәққидики бөлүмидә йәнә уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә келәчәктин күткән үмидлириму баян қилинған. Бу китабниң таш вариқиға хитай хәлқ җумһурийитиниң хәритиси қоюлған болуп уйғур дияри айюлтузлуқ көк байрақ билән көрситилгән.

Илһам мәхмут әпәндиниң дейишичә бу китабни елишни халиғанда amazon.com Адрисидин сетивалса болидикән. Биз бу китаб һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн китабниң апторлииридин бири болған илһам мәхмут әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.   

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.