Японийидә 'батурларниң көз йеши - ойған уйғур' намлиқ роман нәшир қилинди
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.18
2009.08.18

RFA Photo / Erkin Tarim
Японлуқ тәрҗиман вә уйғур мәдинийитини тәтқиқ қиливатқан мутихәисис аяко азума бу икки тарихий романи бирләштүрүп 28 бап қилип тәрҗимә қилған. Роман 397 бәттин тәркип тапқан болуп романниң ичкий қисимлирға уйғурларниң һазирқии турмуши әкис әттүрүлгән фото сурәтләр киргүзүлгән.
Романниң биринчи бетигә уйғур дияриниң җуғрапилик хәритиси қоюлған болуп китабниң муқависиға хитайда чәкләнгән китаб дегән җүмлә йоған қилип йезилған.
Бу китаб һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн японийә кагошима университити мутихәисиси вә дуня уйғур қурултийиң японийидики вәкили доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.