"Сағлам болуң" блоги кишиләрниң яхши баһасиға сазавәр болмақта
2011.02.09
Америкидики коломбийә университетиниң теббий тәтқиқатчиси дохтур мәмәт имин әпәнди, узун йиллиқ тәтқиқат вә хизмәт тәҗрибисигә асасән "сағлам болуң" дегән темида мәхсус бир блог һазирлиған болуп, мәзкур блогда "сағламлиқ мәсилилири" вә "уйғур җәмийитидики иҗтимаий мәсилиләр" дегән икки чоң түр бойичә, нөвәттә кишиләр әң көп дучар болуватқан еғир кесәлликләр, йүрәк кесили, диабит кесили, болупму уйғурлар арисида тез сүрәттә тарқиливатқан әйдиз кесили һәққидә илми саватлар һәмдә бу кесәлләрни қандақ давалаш керәк, бу хил кесәлликләрдин сақлиниш үчүн немиләргә диққәт қилиш керәк дегәнгә охшаш мәсилиләр үстидә илмий вә әтраплиқ билимләр берилгәндин сирт, уйғур җәмийитидә садир болуватқан иҗтимаий мәсилиләр тоғрисида мәлуматлар берилгән.
Мухбиримиз билән болған тәпсилий сөһбәтни юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.