Америка һөкүмити тәйвәнгә қорал сетип беришни тәстиқлиди
2017.06.30
Америка дөләт ишлири министирлиқи пәйшәнбә күни тәйвәнгә бир милярд 400 милйон долларлиқ қорал-ярақ сетип беришни тәстиқлиған. Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси һезир неуртниң билдүрүшичә, трамп һөкүмити пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисигә қорал сетиш қарарини уқтурған.
Неурт, мухбирларға бәргән баянатида, “бу, тәйвәнниң өз-өзини үнүмлүк мудапиә қилишиға болған қоллишимизни көрситиду” дегән. Бирләшмә агентлиқиниң ашкарилишичә, тәйвәнгә сетип берилидиған қораллар торпедо, алдинала сигнал беридиған техникилиқ әсваблар, анти-радиактиплиқ башқурулидиған бомба қатарлиқ қоралларни өз ичигә алған.
Бирақ, трамп һөкүмитиниң қарари хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Хитай ташқи ишлар министири лу каң, америкиниң қарари хитайниң игилик һоқуқи, бихәтәрлик мәнпәәтигә еғир бузғунчилиқ қилидиғанлиқини билдүрүп, бу, америкиниң “бир хитай сиясити” гә хилап икәнликини илгири сүргән.
Лу каң җүмә күни “һечким бизниң земин пүтүнлүкимизни, игилик һоқуқимизни қоғдаш ирадимиздин қайтуралмайдиғанлиқини тәкитләймиз” дегән. Америкиниң қарари хитайниң қаршилиқиға учриған болсиму, бирақ тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи җүмә күни америкиниң қараридин “сәмимий миннәтдар” болғанлиқини елан қилди. Америкиниң тәйвәнгә қорал сетиш қарари хитай рәиси ши җинпиң хоңкоңға йетип барған күни елан қилинған. Униңдин бир күн бурун америка кеңәш палатаси қанун мақуллап, америка һәрбий парахотлириниң тәйвәндә тохтап өтүшигә рухсәт қилған иди.