Хитай һөкүмити җов байдин кабинети һәққидә ипадә билдүрди

Мухбиримиз әзиз
2020.11.24

Демократлар партийәсиниң вәкили җов байдинниң президентлиқ сайлимида йеңип чиққанлиқи һәққидә америкадики ахбарат васитилири көпләп хәвәр бериватқанда хитай һөкүмити бу һәқтә рәсмий ипадә билдүрди.

Хитай һөкүмити башқурушидики “йәршари вақти гезити” ниң 22-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи җов байдинниң сайламда йеңип чиққанлиқини тәбриклигән болуп, “икки тәрәп мунасивитидә көрүлгән илгирики көңүлсиз сәһипиләрниң аяғлишишини үмид қилимиз” дегән. Шундақла һәр икки тәрәпниң өз дөлитидики сиясий мәсилиләрни һәл қилип, нөвәттики таҗсиман вируси пәйда қилған вәзийәткә көңүл бөлүш лазимлиқини тәкитлигән. Болупму дунядики икки чоң дөләт болған америка билән хитайниң вирусқа аит ишларда техиму көп һәмкарлиқни вуҗудқа чиқиришини үмид қилидиғанлиқи хәвәрдә алаһидә орун алған.

Бу һәқтики хәвәргә америка билән хитай байриқи есилған икки қолниң өзара қол қисишқанлиқи, шуниңдәк америка байриқи есилған қолда хитайға һомийип қараватқан таҗсиман вируси, хитай байриқи есилған қолда халта-халта байлиқниң болуши тәсвирләнгән бир парчә рәсим қистурулған. Бәзи анализчилар бу һалға қарап “бу рәсимниң өзи хитай һөкүмитиниң һелиһәм вирусниң мәнбәсини америкадин издәштәк урунуштин қилчә ялтаймиғанлиқини көрситиду” дегән.

Мәлум болушичә, хитай рәиси ши җинпиң техи һазирғичә җов байдинни тәбриклимигән болуп, бу һәқтә хилму-хил пәрәзләр оттуриға чиқмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.