Антоний албанезниң хитай зиярити “достлуқ риштә” орнитиш билән ахирлашти

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.11.07

Австралийә баш министири антони албанез (Anthony Albanese) 4-ноябирда хитай зияритини башлиған болуп, зиярәт һәққидики хәвәрләр тарқалған вақитларда бу қетимқи учришишта униң австралийә-хитай мунасивитигә даир бир қатар негизлик мәсилиләрни тилға елиш билән биргә кишилик һоқуқ саһәсидики бәзи мәсилиләрниму тилға елиши үмид қилинған иди. Әмма зиярәт аяғлашқанда ташқи дуня өзлири үмид қилған мәнзирини көрәлмиди.

“австралийә радийо ширкити” австралийә һөкүмитиниң баянатидин нәқил алған һалда бу қетимқи зиярәтни “наһайити оңушлуқ вә мувәппәқийәтлик болди” дәп тәриплигән. Шуниңдәк бу қетимқи зиярәт җәрянида икки тәрәп оттурисида 20 милярд америка доллирилиқ сода тохтаминиң имзаланғанлиқини, шуниңдәк һәр икки тәрәпниң “сөһбәтлишиш арқилиқ пәрқләрни түгитип, охшаш қарашлар асасида алға қарап меңиш” қа қошулғанлиқини әскәрткән.

Алдинқи йилларда австралийә һөкүмити таҗсиман вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш һәққидики чуқанларға аваз қошқанлиқи, шундақла хитай билән болған сода алақисидә ембарго чарилирини иҗра қилишни тәкитлигәнлики үчүн икки тәрәп мунасивити зор дәриҗидә йирикләшкәниди . Йәнә бир яқтин австралийәдә барғансери ешип бериватқан хитай тәсири һәр саһәниң зор диққитини қозғап кәлгәниди. Мушу хил реаллиқни көздә тутуп, бу қетимқи зиярәт башлиништин аввалла “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” австралийә һөкүмитигә очуқ мәктуп йоллиған һәмдә бу қетимқи зиярәттә бу һәқтики мәсилиләрни оттуриға қоюш лазимлиқини тәкитлигән иди.

Мәлум болушичә, йиллардин буян хитай базири изчил австралийә үчүн әң чоң ташқи сода базири болуп, хитай һөкүмити бу җәһәттики әвзәлликини изчил дипломатийә паалийәтлиридә козир сүпитидә қоллинип келиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.