Түркийәдики уйғурлар мишел бачелетни лагерларға беришқа чақирған
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңишиниң комиссари мишел бачелитниң уйғур дияридики зиярити һәрқайси ахбарат вастилиридин йәр еливатқанда, түркийәдики уйғур муһаҗирлири “мишел бачелет лагерларни зиярәт қилсун, шундақла бизиң ғайиб болған уруқ-туғқанлиримизниң дерикини қилип бақсун” дегән мәзмунда тәләп йоллиған.
“түркийә радийо-телевизийәси” ниң 11-майдики хәвиридә ейтилишичә, 10-май күни истанбулда мушу темини чөридигән һалда мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирилған. Йиғинда уйғур муһаҗирлириниң вәкиллири сөз қилип, мишел бачелетниң мустәқил һалда “тәрбийәләш мәркизи” ни вә уйғур дияридики қирғинчилиқ қилмишлирини тәкшүрүшини тәләп қилған. Түркийәдики уйғур муһаҗирлиридин мирзәхмәт бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “биз мишел бачелетни йиғивелиш лагерилирни әркин һалда зиярәт қилишқа, көзитиш камералири вә хитай кадир-сақчилири болмиған әһвалда, шу җайдики кишиләр билән әркин сөһбәтлишип беқишқа чақиримиз” дегән. Мәдинә назими болса бу тоғрисида тохтилип: “биз б д т әмәлдарлириниң юртимизға берип һәқиқи әһвални көрүп беқишини сораймиз. Улар хитай һөкүмитиниң ялған гәплиригә ишинип қалса болмайду” дегән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити мишел бачелетниң бу қетимқи сәпириниң “тәкшүрүш” әмәс, бәлки “зиярәт” болидиғанлиқини җакарлиған болуп, мушу әһвалға қарап көп қисим кишиләр буниң бир қетимлиқ шәклән зиярәт болуп қалидиғанлиқини тәхмин қилмақта икән. Йеқинқи мәзгилләрдә уйғур дияридин мәлум болған әһваллар, хитай һөкүмитиниң лагер вә тутқун һәққидики барлиқ учурни қаттиқ қамал қилиш чарисини еливатқанлиқини көрсәткән.