Волкер түрк: “б д т ниң кишилик һоқуқ ишханиси һәммила йәрдә болуши лазим!”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.05.25

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари волкер түрк (Volker Türk) 24-май күни б д т ниң җәнвә шитабида чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида ечилиш нутуқи сөзләп, кишилик һоқуқ саһәсидә сақлиниватқан мәсилиләр тоғрисида мәхсус сөз қилған.

Уларниң тор бетидә елан қилинған бу һәқтики мәлуматларда көрситилишичә, волкер түрк “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 75 йиллиқ хатирисидә, изчил һәрқайси һөкүмәтләрни өзлири имза қойған кишилик һоқуқ хитабнамисидики маддиларни иҗра қилишқа чақирған. Шуниң билән биргә “кишилик һоқуқ алий кеңиши” қурулғанлиқиниң 30 йиллиқ хатирисидә дуняниң һәрқайси җайлиридики ишхана саниниң әслидики икки ишханидин 94 кә йәткәнликини тилға алған. Әмма бу һәқтики әһваллар тоғрисида сөз болғанда, “биз бу ишханиларни техиму зор дәриҗидә кеңәйтишкә һәмдә буни әмәлгә ашурушқа лазимлиқ мәбләғгә еһтияҗлиқ. Бизниң нишанимиз дуняниң һәммила йеридә кишилик һоқуқ ишханиси тәсис қилиш” дегән.

Волкер түрк өз сөзидә дунядики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән шуғуллиниватқан асаслиқ дөләтләрниң һәммисини бир-бирләп тилға алған болсиму, әмма нөвәттә қирғинчилиқ қиливатқан хитай һөкүмити һәмдә уларниң бастуруш обйекти болуватқан уйғурлар һәққидә бир еғизму сөз қилмиған. Нөвәттә бу һал хитай һөкүмити ғайәт зор иқтисадий күч сәрп қилиш бәдилигә йиллардин буян давам қиливатқан “б д т ни контрол қилиш” һәркитиниң бивастә нәтиҗиси, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Б д т кишилик һоқуқ кеңиши әнә шу тәриқидә хитайниң “янчуқидики оюнчуқ” болуп қалғанлиқтин, сабиқ президент доналд трамп дәвридә америка һөкүмити буниңға наразилиқ билдүрүп, өзлириниң кишилик һоқуқ кеңишидики әзалиқ салаһийитидин ваз кәчкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.