CECC Комиссарлири һәрқайси дөләт сода рәһбәрлиридин мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири һәққидә қошумчә тәдбир елишни тәләп қилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.10.01

Америка дөләт мәҗлисидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” (CECC) ниң комиссарлиридин киристофер симис (Chris Smith), җеф меркелей (Jeff Merkley), марко рубийо (Marco Rubio) вә җим мәкговерн (Jim McGovern) қатарлиқлар йеқинда америка, канада вә мексика сода саһәсиниң рәһбәрлиригә коллектип мәктуп йоллиған һәмдә уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик иҗраатларға бәзи қошумчә тәдбирләрни елишни тәләп қилған.

Уларниң тор бетидә елан қилинған очуқ мәктупта ейтилишичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” дики алақидар маддилар бойичә бир қисим таварлар америка таможнасида тосуп қелинғандин кейин, улар канада яки мексикиға киргүзүлгән. Андин бу җайлардин америка базириға йолланған. Йәнә бәзиләр биваситә һалда шәрқий җәнуби асия әллиридин америка базириға експорт қилинған. Улар һазирму уйғурларниң изчил түрдә мәҗбурий әмгәк обйекти болуватқанлиқини, шуниңдәк уларниң әмгики бәдилигә ишләнгән мәһсулатларниң дәл мушу хил йоллар арқилиқ канада вә мексикаға кириватқанлиқини әскәртип, “биз ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ниң канада вә мексика үчүнму үлгә сүпитидә қарилишини, уларниңму мушу хилдики қанун лайиһәсини түзүп чиқишини үмид қилимиз” дегән.

Мәктупта улар йәнә үч дөләт оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш, бир дөләт “мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ” дәп қариған таварни қалған дөләтләрму охшашла өз таможнасидин өткүзмәсликни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, бу төтәйлән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни тонуштуруш вә иҗра қилиш басқучлирида әң зор күч чиқарған кишиләр болуп, өз нөвитидә уларниң һәммиси “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәислири болғанлар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.