Дилнигар илһамҗанниң хитай күч улап чаңға тейилиш командисидин чиқириветилгәнлики мәлум болди
2022.02.16
Хитай саһибханилиқ қилған бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимида икки кишилик мәшәл гурупписиниң бир әзаси болған дилнигар илһамҗан һәққидә йеқиндин буян йәнә йеңи хәвәрләр мәлум болушқа башлиди.
SupChina Торида елан қилинған бу һәқтики сөһбәт программисидин мәлум болушичә, йиллардин буян хитайда “даңлиқларниң даңлиқи” болған шәхскила несип болидиған “олимпик мәшилигә от йеқиш” шәрипи һечқандақ “шәрәп” қучуп бақмиған уйғур чаңға тейилиш маһири дилнигар илһамҗанға берилгән. Нөвәттә бәзиләр буни “уйғурларниң қирғинчилиққа учришини йошуруш урунуши” дәп шәрһиләватқан болсиму дилнигарниң бейҗиңдики чаңға тейилиш мусабиқисиниң 20 километирға күч улап чаңға тейилиш командисидин чиқириветилгәнлики көп қисим кишиләргә намәлум икән.
Мәлум болушичә, дилнигар илһамҗан илгири йәттә километирлиқ мусапигә чаңға тейилиш түридә 43-болғандин кейин хитай командисиниң бу түрдики нәтиҗиси бирақла төвәнләп кәткән. Сөһбәт апторлири дилнигарниң мәшқавуллири билән сөзләшкәндә улар уни алаһидә махтап бәргәникән. Әмма 13-февралдики күч улап чаңға тейилиш командисидики әзалар исимликидә дилнигарниң исми өчүрүлгән. Техиму күлкилик болғини униң орниға сәпләнгән хитай маһир өткән һәптидики мусабиқидә дилнигардинму төвән нәтиҗигә еришкән бири икән.