Хотәндә “әқлий иқтидарлиқ мәктәп башқуруш суписи” омумлаштурулмақтикән

Мухбиримиз ирадә
2023.03.02

Нөвәттә хитай даирилири хотәнниң маарип ишлирини рәқәмләштүрүш вә бир туташ башқуруш хизмитини қанат яйдуруватқан болуп, бу хизмәт бултур тйәнҗин шәһириниң “шинҗаңға ярдәм бериш” намидики қурулуш түри бойичә йолға қоюлған икән.

“хитай хәвәрләр тори”ниң 1- марттики хәвиридин қариғанда, мәзкур түр бойичә тийәнҗин шәһири 2022-йилидин башлап керийә, нийә вә чира наһийәлиридики 23 мәктәпниң әқлий иқтидарлиқ мәктәп башқуруш суписини тәрәққий қилдурған икән. Хәвәрдә бу супа арқилиқ “оқуғучилар, оқутқучилар вә ата-аниларни көп хил усулда бағлап, оқутуш вә мәктәп башқурушни үнүмлүк маслаштурғили, муқим, бихәтәр мәктәп муһити қурғили болидиғанлиқи, оқутуш мәнбәсини бирдәк тәқсимлигили болидиғанлиқи” баян қилинған. Бу супа арқилиқ һәтта оқуғучилар ашханисидики йемәкликләрму башқурулидикән.

Диққәт қозғайдиғини, хәвәрдә мәктәп һойлисини учурлаштуруш толуқ әмәлгә ашурулғандин кейин, униң даирисиниң кеңәйтилидиғанлиқи вә униң “чоң санлиқ мәлумат амбири” билән бирләштүрүлидиғанлиқи дийилгән.

“хитай хәвәрләр тори” өз хәвиридә, “әқлий иқтидарлиқ мәктәп башқуруш суписи мәктәп маарип вә оқутушни башқурушни әлалаштуруп, башқуруш үнүми вә сүпитини өстүрди. Йәнә бир тәрәптин, мәктәпкә қатнишишни башқуруш, ашхана материяллирини башқуруш, хизмәт орунлаштуруш, санлиқ мәлумат йоллаш, хизмәт алақиси, һөҗҗәт башқуруш қатарлиқларниң һәммисини қелиплаштурди” дәп баян қилсиму, бирақ буниң хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қоюватқан юқири техникилиқ назарәт системисиниң бир парчиси икәнлики тәхмин қилинмақта.

Чоң санлиқ мәлумат амбири хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири тәнқид қилип келиватқан бир супа болуп, у райондики уйғурларни асас қилған һәр бир кишигә аит сәзгүр учурларни өз ичигә алған.

Мәлум болушичә, хотәндики мәктәпләрни рәқәмләштүрүш хизмити бу йил изчил давам қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.