G7 Йиғинида хитай вә росийә муһим тема болмақчи
2023.05.17
Ройтерс агентлиқиниң 17-майдики хәвиридә ейтилишичә, японийәниң хирошима (Hiroshima) шәһридә чақирилиш алдида турған “санаәтләшкән йәттә дөләт башлиқлири йиғини” (G7) да хитай вә русийә муһим музакирә темиси болидикән. Чүнки демократийә вә тәрәққият саһәсидики байрақдар орунни тәшкил қилдиған бу йәттә дөләт дуч келиватқан ортақ тәһдит ашу икки дөләттин келиватқанлиқи мәлум.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң дуняви тәминләш зәнҗири, иқтисадий бихәтәрлик қатарлиқ саһәләрдә пәйда қиливатқан хирислири нөвәттә уларниң һәммисигә ортақ баш ағриқи пәйда қилмақта икән. Шуңа америка, японийә, германийә, әнглийә, франсийә, канада вә италийәдин тәшкил тапқан “йәттә дөләт гуруһи” өзлириниң хитай билән болидиған иқтисадий бағлиниши һәмдә буниң кәлгүси һәққидә бу қетим тәпсили муһакимә қилиши мумкин икән.
Болупму франсийә президенти емманюл макрон (Emmanuel Macron) апрел ейидики хитай зияритидин кейин явропа иттипақини “америка билән болған беқиндилиқ мунасивитгә чәк қоюш” қа дәвәт қилғандин буян, хитай мәсилиси һәққидә охшимиған пкирләр оттуриға чиқишқа башлиған. Вашингтон шәһридики брукиңс (Brookings) иниститутиниң тәтқиқатчиси мирея солис (Mireya Solis) бу һәқтә сөз қилип: “бу японийә үчүн бир чоң истратегийә, болупму уларниң хәвпсизлик вә аватлиқ йоли үчүн нишан көрсәткүч” дегән.
Мәлум болушичә, бу қетимқи “йәттә дөләт башлиқлири йиғини” хитай һөкүмити саһибханлиқида шиән шәһридә өткүзмәкчи болуватқан оттура асия җумһурийәтлири билән хитай һөкүмити оттурисидики икки күнлүк йиғин билән охшап кетидиған вақитқа тоғра келидикән.