Хитай ғәрбниң ембаргосидики биңтүәнниң қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини “тәнтәнилик” тәбриклиди
2024.10.07
“шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” ниң тәсири күчийип, уйғур аптоном райониниң сиясий, иқтисади орни барғанчә аҗизлаватқан, шундақла биңтүән уйғурларни бастурушта ойниған роли сәвәблик ғәрб әллириниң ембаргосиға учриған бир пәйттә, хитай даирилири 7-өктәбир күни үрүмчидә дағдуғилиқ паалийәт өткүзүп, 1954-йили қурулған, йерим қораллиқ йерим ишләпчиқириш гәвдиси болған биңтүән қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбриклигән.
Буниңдин бир һәптә аввал уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 74 йиллиқи болған болсиму, әмма районда һечқандақ тәбрикләш паалийити өткүзүлмигән, һәтта райондики таратқулар бу һәқтә һечнемә бәрмигән. Буниң арқисидинла биңтүән қурулғанлиқиниң дағдуғилиқ тәбриклиниши, хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин бери уйғур елидә йолға қоюватқан омумйүзлүк бастуруш вә йәрлик милләтләрни хитайлаштуруш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқиниң ипадиси, дәп қаралмақта.
“шинҗаң гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизи комитети, мәркизи һәрбий ишлар комитети вә хитай дөләт ишлири кабинети (говуйүән) алаһидә телеграмма әвәтип, биңтүәнниң 70 йиллиқини тәбриклигән. Шуниң билән бир вақитта, хитайниң муавин баш министири хе лифеңниң башчилиқида бир мәркизи һөкүмәт вәкилләр өмикини әвәткән. Хе лифең үрүмчидә өткүзүлгән тәбрикләш йиғинида қилған сөзидә биңтүәнниң буниңдин кейинки роли һәққидә тохтилип, “йеңи дәврдики муқимлиқни сақлаш вә чеграни қоғдашта йеңи әвзәлликләрни бәрпа қилиш арқилиқ, шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи вә дөләт бихәтәрликигә хизмәт қилишта…. Изчил чиң туруши керәклики” ни ейтқан. Униң тәкитлишичә, биңтүән “кишиләрниң көңлини бирләштүридиған йеңи вәзийәт яритип, җоңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилишни илгири сүрүши керәк” икән. Уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй йиғинда қилған тәбрик сөзидә болса, биңтүәнниң “пүтүн диққитини партийә мәркизи комитетиниң биңтүәнниң орни һәққидики тәлипигә мәркәзләштүрүп…. . Муқимлиқни қоғдашни алдинқи орунға қоюшни…. Биңтүән билән йәрликни қошуветиштә йеңи бөсүш һасил қилиш” ни тәләп қилған.
Һалбуки, 2022-йили америка, явропа иттипақи, канада вә әнгилийә биңтүәнниң уйғурларни бастурушта ойниған роли сәвәбидин униңға ембарго йүргүзгән. Хитайниң биңтүән қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини дағдуғилиқ тәбриклиши, йәнә бир тәрәптин, ғәрб әллириниң биңтүәнни җазалишиға қайтурған инкаси, дәп қаралмақта.