Хитай таратқулири үрүмчидә қизитма қайтуруш дорисиниң һәқсиз тарқитиливатқанлиқини илгири сүрди
2022.12.22
Хитайдики иҗтимаий таратқуларда тарқиливатқан учурларда нөвәттә хитай миқясида ковид вируси кәң ямрап кәткәнликтин қизитма қайтуруш вә йөтәл дорилирида қислиқ көрүлүватқанлиқи ашкарилиниватқан бир пәйттә, хитайниң һөкүмәт таратқулири һәдәп буниң әксини тәшвиқ қилип хәвәр тарқитишни башлиған.
22-Декабир күни, хитайниң тәңритағ тори бир парчә хәвәр тарқитип, үрүмчидә дориханиларда қизитма қайтуруш дорисиниң һәқсиз тарқитиливатқанлиқини, қизитма дорисиниң кәң-кушадә толуп турғанлиқини илгири сүргән. Хәвәрдә үрүмчиниң мидуң районидики бир дорихана игисиниң икки күндин буян алдираш һалда һәқсз қизитма қайтуруш дриси тарқитиватқанлиқи, йәнә бир яқтин тохтимай мал сәпләватқанлиқи сүрәтләп берилгән.
Һалбуки, хитайниң һөкүмәт таратқуси илгири сүргән юқиридики әһвалниң әксичә радиомиз мухбириниң техи бир күн аввал үрүмчидики бир қисим дохтурхана вә аһалиләрдин биваситә игилигән учурида үрүмчидә аһалиләр әмәс бәлки дохтурханиларниңму дора йетишмәслик әһвалиға йолуқуватқанлиқи, дохтурханиларда бимарлар туюқсиз көпийип кеـтип кесәл каривити йеـтишмәйватқанлиқи ашкариланған иди. Хитайниң юқиридики һәқсиз дора тарқитиш хәвирини арқидинла елан қилиши диққәт қозғиди.
Хитай хәвәрләр тори бир күн аввал тарқатқан хәвридиму уйғур елидә дориханиларниң қуруқдилип қалғанлиқидәк хәвәрләргә қарши “қәшқәрдә дорилар толуқ, баһаси муқим” дәп, қәшқәрдә дора җиддийлики, йетишмәслики һәтта қиммәтлишип кәткәнлики мәсилиси мәвҗут әмәсликини илгири сүргәниди.