Фирансийә парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини рәсмий етирап қилди

Мухбиримиз ирадә
2022.01.20
Фирансийә парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини рәсмий етирап қилди
Photo: RFA

Фирансийә парламенти хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиған.

20-январ пәйшәнбә күни фирансийә парламенти 1 гә қарши 169 аваз билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән. Игилинишичә, бу қарар фирансийә президенти еммануел макронниң партийәсиниңму қоллишиға еришкән икән.

Фирансийә парламентида елан қилинған қарарда “парламент хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғурларға йүргүзиватқан зораванлиқини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп рәсмий етирап қилиду” дийилгән. Бу қарада йәнә франсийә һөкүмити хәлқара сәвийәдә, шундақла хитайға қаратқан ташқий сияситидә зөрүр тәдбирләрни қоллинип, уйғурларни қоғдашқа чақирилған.

Франсийә парламентиниң 2022-йилидики бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә икки һәптә қалған бир мәзгилдә елан қилған бу тарихий қарари, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаитини қаттиқ сөйүндүргән.

Америка һөкүмити тунҗи болуп, 2021-йили 19-январда хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп елан қилған иди. Шуниңдин кейин, әнглийә, канада, голландийә, литва, белгийә, чехийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири вә америка дөләт мәҗлисму хитайниң уйғурларға йүргүзгән зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп елан қилди. Франсийә парламенти һазирға қәдәр “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған дунядики 8-дөләт парламенти болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.