Кәшимирдә чәтәллик саяһәтчиләр һуҗумға учриди
Йәкшәнбә күни кәшмир районида бир қораллиқ адәм 10 адәмни етип өлтүрүш вәқәси йүз бәрди. Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур вәқәни кәшмирдики өзини “җүндулла” дәп атиған бир исламий тәшкилат зиммисигә алған.
Бу вәқә балтистан районидики гилгит әтрапидики бир ресторанда йүзбәргән болуп, сақчи формиси кийгән бир адәм туюқсиз һуҗум қилип, 3 җуңголуқ, 5 украинийилик, 1 русийилик вә бир нәпәр пакистанлиқни өлтүргән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу адәм алди билән саяһәтчиләрниң паспортлирини вә пуллирини еливалғандин кейин уларни етип ташлиған. Хитайниң пакистандики әлчиханиси бу һуҗумдин бир нәпәр җуңголуқниң сақ қалғанлиқини билдүргән.
Гилгит - балтистан кәшимиргә тәвә болуп, бу җай уйғур елиниң қәшқәр вилайити, афғанистанниң вахан каридори вә пакистан билән тутишиду. Мәзкур җай хитай билән пакистан арисидики муһим қатнаш өткилидур.
Пакистан президенти зәрдари вә баш министири наваз шәрип бу һуҗум вәқәсини қаттиқ әйиблигән.