Мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң америка базиридин шаллинишиға хитай инкас қайтурди
Америка базирида сетиливатқан бир қисим таварларниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнлики мәлум болғандин кейин һәрқайси парчә сетиш орунлириниң бу таварларни өз дуканлиридин шаллиши көрүлгәниди. Хитай һөкүмити 13-январ күни бейҗиңда ахбарат елан қилиш йиғини чақирип һәрқайси сода ширкәтлирини “америкидики сиясийонлар билән бирликтә булғанмаслиқ” қа дәвәт қилди.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити йеқинда Walmart ширкитиниң, болупму униң тармақ ширкити болған Sam's Club ширкитиниң бир қисим таварларни уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң мәһсули, дәп қарап өз дуканлиридин чиқиривәткәнликини “учиға чиққан әхлақсизлиқ” дәп әйиблигән. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шү гуйшяң мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип “интил ширкитиму аталмиш мәҗбурий әмгәк һәққидә җар салған. Әмма аридин узун өтмәй истималчилиримизға баш әгди. ‛тесла‚, ‛кәррифор‚ қатарлиқларму дөлитимиздә зор алқишқа еришиватиду” дегән.
Һалбуки шү гуйшяң алаһидә махтиған бу ширкәтләрниң хитайға хушамәт қилиши ғәрб дунясида қаттиқ әйибләшләргә вә тәнқидләргә учриған болуп, уларниң әқәллий сода әхлақини йоқатқанлиқи милйонларчә кишиниң нәпритини қозғиған. Америка кеңәш палата әзаси марко рубйо илгири-кейин болуп “интил” вә “тесла” ширкәтлириниң қилмишлирини паш қилип очуқ баянат елан қилған һәмдә уларниң инсаний виҗданини таразиға селип көрүшкә чақирғаниди.