“мисраним” тори саһибиниң қолға елинғанлиқи һәққидә учур тарқалди
2016.05.03
“шәрқий түркистан учур мәркизи” ниң хәвәр қилишичә, уйғурлар дияридики зиярәт қилғучилар сани әң көп болған тор бәтләрдин бири болған “мисраним” ториниң саһиби абабәкри мухтәрни хитай даирилири қолға алған.
Хәвәрдә ейтилишичә, абабәкри мухтәр апрел ейиниң бешида қолға елинған болуп, даириләр қолға елиш сәвәбини униң үрүмчигә оюн қоюшқа кәлгән өзбек нахшичи билән болған иқтисадий маҗираға бағлиғанлиқи мәлум болмақта. Әмма хәлқ арисидики инкасларда болса, униң чәтәлләрдики уйғур зиялийлириниң язмилирини өз торида көпләп елан қилғанлиқи бу қетимқи қолға елишқа сәвәб болған болуши мумкин, дәп қаралмақта икән.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, абабәкри мухтәр “мисраним” тор бетини қуруп узун өтмәй америкиниң хитайда турушлуқ сабиқ баш әлчиси гәрий локниң қобул қилишиға сазавәр болған һәмдә униң биваситә америкиға тәклип қилишиға еришкән. 2014-Йилиниң бешида америкида икки һәптилик зиярәт вә екскурсийидә болған.
Хитай даирилири 2009-йили “5-июл вәқәси” гә бағлап көп сандики уйғур тор башқурғучилирини қолға алған болуп, уларниң бәзилири муддәтсиз қамақ җазасиға, йәнә бәзилири охшимиған муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилинған иди.