Оқуғучи мутәллип имин хәлқарани уйғур оқуғучилириниң әһвалиға диққәт қилишқа чақирди

Мухбиримиз меһрибан
2013.11.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

15-Июл сәһәрдә түркийәгә қайтиш сәпиридә, бейҗиң айродромида хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилип, 79 күндин кейин үрүмчидики мәлум меһманханиға солинип сорақ қилинғанлиқи ашкариланған истанбул университетиниң магистир аспиранти мутәллип имин, 5-ноябир күни уйғур биз торида 3-парчә очуқ хетини елан қилди.

Мутәллип имин хетидә өзиниң нөвәттә хотәндики аилисидә давамлиқ нәзәрбәндтә яшаватқанлиқини билдүрүп, хәлқара җәмийәттин чәтәлдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң хитайда учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисигә диққәт қилишни мураҗиәт қилди.

Мутәллип имин өзиниң 79 күнлүк тутқундин кейинму давамлиқ аилисидә нәзәрбәндтә туруватқанлиқини, сақчи даирилири униң паспорти вә кимликини тартивалғанлиқи үчүн түркийәгә қайтип оқушини давамлаштурушқа амалсиз қалғанлиқини баян қилип, җәмийәттики һәр саһә кишилиридин ярдәм тәләп қилғандин башқа, өзиниң бу хәтни йезиштики мәқсити һәққидә тохтилип “мән бу очуқ хәтни елан қилиш арқилиқ пәқәтла өзүмниң қанунда бәлгиләнгән кишилик һоқуқумни қоғдашнила мәқсәт қилмидим, бәлки җәмийәттики һәр саһә кишиләрни чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилар топиниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирмақчимән. Чүнки нөвәттә, чәтәлдә оқуватқан уйғур оқуғучилар юртиға қайтип уруқ-туғқанлирини көрүшни арзу қилсиму, әмма дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилириниң сорақ қилишиға дуч келидиған қисмәттин қорққини үчүн юртиға қайталмайватиду” дегән җүмилиләрни язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.