Хитай сақчилири сахта кимлик билән оқуғучи мутәллип иминни пайлимақта
2013.11.11
Түнүгүн йәни 10-ноябир күни хотәндә нәзәрбәнд астида яшаватқан оқуғучи мутәллип иминни хитай сақчилири сахта кимлик билән издигән.
Мутәллип иминниң бу һәқтә уйғурбиз тор бетидә елан қилған тәсират мақалисидә баян қилишичә, өзини вилайәтлик диний ишлар башқармисидин дәп тонуштурған икки нәпәр хадим, мутәллип имин олтурушлуқ мәһәллиниң кәнт аһалиләр комитетиға кирип мутәллип имин билән көрүшүш арзуси барлиқини ейтқан вә мутәллип өйидә болмиғачқа, униң билән көрүшәлмигән.
Бу хадимлар кәнт кадириға мутәллипниң телефон қайтурушини һавалә қилип кәнттин айрилған. Мутәллип имин икки нәпәр хадим қалдурған телефон номурниң 9 ханисиниң алдинқи 7 ханисиниң өзи билидиған сақчи хадимлириниң телефон номури билән охшашлиқини байқиған, мутәллип уларниң диний ишлар башқармисиниң хадими икәнликидин гуманланған. У диний ишлар башқармисиға телефон қилғинида, қалдурулған кимлик картушкисидики намда хадим йоқлуқи ашкариланған.
Мәлум болушичә, магистир мутәллип имин оқуватқан истанбул университетидин қайтип келишниң алдида, өзини маарип башқармисидин дәп тонуштурған икки нәпәр хадим; униң аилисидин мутәллип иминниң учурлирини сориған, әмма мутәллип имин юртиға қайтип кәлгән вә бейҗиң айродромида тутқун қилинип 3 айға йеқин үрүмчидә қанунсиз тутуп турулған җәрянда уни издәпму қоймиған.